< Зәбур 77 >
1 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Асаф язған күй: — Авазим Худаға көтирилди, мән пәряд қилимән; Авазим Худаға көтирилди, У маңа қулақ салиду.
2 Бешимға күн чүшкәндә, мән Рәбни издидим; Кечичә қолумни [дуаға] көтирип, бош қоймидим; Җеним тәсәллини халимай рәт қилди.
3 Мән Худани әсләп сеғиндим, аһ-зар қилдим; Сеғинип ойлинип, роһум паракәндә болди. (Селаһ)
4 Сән мениң көзүмни жумдурмидиң; Чоңқур ғәшлик илкидә болғанлиғимдин сөзләлмәйттим.
5 Мән: «Кона замандики күнләрни, Қедимки жилларни хиял қилимән;
6 Кечиләрдә ейтқан нахшамни әсләймән; Көңлүмдә чоңқур хиял сүримән» — [дедим]; Роһум интилип издимәктә еди;
7 — «Рәб мәңгүгә ташливетәмду? У қайтидин илтипат көрсәтмәмду?
8 Униң өзгәрмәс муһәббити әнди мәңгүгә түгәп кәттиму? Униң вәдиси әвлаттин-әвлатқичә инавәтсиз боламду?
9 Тәңри меһри-шәпқитини көрситишни үнтудиму? У ғәзәплинип Өз рәһимдиллиғини тохтитивәттиму?». (Селаһ)
10 Андин мән мундақ дедим: — «Бундақ десәм болмайду, бу [етиқатимниң] аҗизлиғи әмәсму! Һәммидин Алий Болғучиниң оң қолиниң жиллирини, Йәни Яһниң қилғанлирини — яд етимән; Қедимдин буянқи карамәтлириңни әсләймән.
11
12 Сениң барлиқ ишлигәнлириң үстидә сеғинип ойлинимән; Сениң қилғанлириң үстидә истиқамәт қилимән;
13 И Худа, йолуң болса пак-муқәддәсликтидур; Худадәк улуқ бир илаһ бармидур?
14 Мөҗизиләр Яратқучи Илаһдурсән; Әл-милләтләр ара Сән күчүңни намайән қилдиң.
15 Өз билигиң билән Өз хәлқиңни, Йәни Яқуп вә Йүсүпниң пәрзәнтлирини һөрлүккә чиқарғансән; (Селаһ)
16 Сулар Сени көрди, и Худа, сулар Сени көрди; Титрәк уларни басти, Деңиз тәглири патипарақ болди.
17 Қара булутлар суларни төкүвәтти; Асманлар зор садасини аңлатти; Бәрһәқ, Сениң оқлириң тәрәп-тәрәпкә етилди.
18 Гүлдүрмамаңниң авази қара қуюнда еди, Чақмақлар җаһанни йорутти; Йәр йүзи алақзадә болуп тәврәнди.
19 Сениң йолуң океан-деңизларда, Қәдәмлириң чоңқур сулардидур, Аяқ излириңни тапқили болмайду.
20 Сән қой падисини баққандәк, Муса вә Һарунниң қоли билән Өз хәлқиңни йетәклидиң».