< Зәбур 76 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға, тарлиқ сазларда челинсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Йәһудада Худа тонулғандур; Униң нами Исраилда улуқдур.
2 Униң панаһий җайи Салемда, Зион теғида Униң макани бар.
3 У йәрдә У отлуқ оқларни, Қалқан, қилич һәм җәң қураллирини чеқип ташлиди. (Селаһ)
4 Өзүң ов-олҗа тағлиридин нәқәдәр шәрәплик, нәқәдәр әласән!
5 Батурлар буланди; Улар узун уйқиға кәтти; Палванларниң һеч қайсиси өз қолини көтирәлмиди.
6 Сениң әйиплишиң билән, и Яқупниң Худаси, Җәң һарвуси һәм атлар өлүктәк ухлитилди.
7 Сәндин, Сәндин қорқуш керәктур; Ғәзәпләнгиниңдә ким алдиңда туралисун?
8 Йәр йүзидики барлиқ мулайим мөминләрни қутқузуш үчүн, Сән Худа сорақ қилишқа орнуңдин турған вақтиңда, Асмандин һөкүмни чиқирип аңлатқуздуң; Йәр болса вәһимигә чүшүп, сүкүт қилди. (Селаһ)
9
10 Чүнки инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; Уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду.
11 Пәрвәрдигар Худайиңларға қәсәм қилип, әмәл қилиңлар; Униң әтрапидики жуттикиләр қорқуши керәк болғучиға һәдийәләр сунсун;
12 У әмирләрниңму роһини сундуриду; У йәр йүзидики падишаларға дәһшәтликтур.