< Зәбур 75 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Саңа тәшәккүр ейтимиз, и Худа, тәшәккүр ейтимиз! Чүнки намиң бизгә йеқиндур; Буни, қилған карамәтлириң испатлап җакалайду.
2 [Мәнки Пәрвәрдигар]: — «Мән бекиткән вақитни ихтияримға алғинимда, Адаләт билән сорақ қилимән;
3 Йәр һәм йәрниң үстидә туруватқанлар тәвринип турсиму, Униң түврүклирини турғузғучи Өзүмдурмән» — деди. (Селаһ)
4 Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар», Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим;
5 «Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә; Бойнуңни қаттиқ қилип ғадийип сөзлимә!»
6 Чүнки көтирилиш шәриқтин яки ғәриптин әмәс, Яки җәнуптинму кәлмәйду;
7 Чүнки Худа сотчидур; У бирисини көтириду, бирисини чүшүриду.
8 Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ туриду; Униңдики шарап көпүклишиватиду; У әбҗәш шарап билән толди; Худа униңдин төкиду; Дәрвәқә йәр йүзидики барлиқ рәзилләр униң дуғини қоймай ичиветиду;
9 Мән болсам, мәңгүгә гувалиқ беримән: — Яқупниң Худасиға күйләрни ейтимән.
10 «Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; Бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!».