< Зәбур 74 >
1 Асаф язған «Масқил»: — И Худа, Сән немишкә мәңгүгә бизни ташливәттиң? Немишкә ғәзивиңни түтүн чиқарғандәк Өз яйлиғиңдики қойлириңға чиқирисән?
Asaf yazƣan «Masⱪil»: — I Huda, Sǝn nemixⱪa mǝnggügǝ bizni taxliwǝtting? Nemixⱪa ƣǝzipingni tütün qiⱪarƣandǝk Ɵz yayliⱪingdiki ⱪoyliringƣa qiⱪirisǝn?
2 Өзүң рәнә төләп азат қилған җамаитиңни, Йәни Өз мирасиң болушқа қедимдә уларға һәмҗәмәт болуп қутқузған қәбилини, Өзүң макан қилған Зион теғини ядиңға кәлтүргәйсән!
Ɵzüng rǝnǝ tɵlǝp azad ⱪilƣan jamaitingni, Yǝni Ɵz mirasing boluxⱪa ⱪǝdimdǝ ularƣa ⱨǝmjǝmǝt bolup ⱪutⱪuzƣan ⱪǝbilini, Ɵzüng makan ⱪilƣan Zion teƣini yadingƣa kǝltürgǝysǝn!
3 Қәдәмлириңни мошу мәңгүлүк хараплиқларға қаратқайсән, Дүшмәнләр муқәддәс җайиңда гумран қилған барлиқ нәрсиләргә [қариғайсән];
Ⱪǝdǝmliringni muxu mǝnggülük harabliⱪlarƣa ⱪaratⱪaysǝn, Düxmǝnlǝr muⱪǝddǝs jayingda gumran ⱪilƣan barliⱪ nǝrsilǝrgǝ [ⱪariƣaysǝn];
4 Рәқиплириң җамаәтгаһиңниң оттурисида һөр-пөр қилиду; Мөҗизатлар сақланған орунға улар өз туғлирини тикти.
Rǝⱪibliring jamaǝtgaⱨingning otturisida ⱨɵr-pɵr ⱪilidu; Mɵjizatlar saⱪlanƣan orunƣa ular ɵz tuƣlirini tikti.
5 Һәр бири өзлирини көрситишип, палта ойнитип орман кәскүчидәк,
Ⱨǝrbiri ɵzlirini kɵrsitixip, palta oynitip orman kǝsküqidǝk,
6 Улар һазир [муқәддәс җайиңдики] нәқишләрни ала қоймай, палта-болқилар билән чеқивәтти;
Ular ⱨazir [muⱪǝddǝs jayingdiki] nǝⱪixlǝrni ala ⱪoymay, palta-bolⱪilar bilǝn qeⱪiwǝtti;
7 Улар муқәддәс җайиңға от қойди; Өз намиңдики маканни булғап, йәр билән тәң қиливәтти.
Ular muⱪǝddǝs jayingƣa ot ⱪoydi; Ɵz namingdiki makanni bulƣap, yǝr bilǝn tǝng ⱪiliwǝtti.
8 Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти.
Ular kɵnglidǝ: «Biz bularning ⱨǝmmisini yoⱪitayli» dǝp, Tǝngrining zemindiki jamaǝtgaⱨlirining ⱨǝrbirini kɵydürüwǝtti.
9 Бизгә әсләтмә болған мөҗизатларни һеч көрәлмәймиз; Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти; Аримиздиму бу ишларниң қачанғичә болидиғанлиғини билидиған бириси йоқтур.
Bizgǝ ǝslǝtmǝ bolƣan mɵjizatlarni ⱨeq kɵrǝlmǝymiz; Pǝyƣǝmbǝrlǝrmu kǝlmǝskǝ kǝtti; Arimizdimu bu ixlarning ⱪaqanƣiqǝ bolidiƣanliⱪini bilidiƣan birsi yoⱪtur.
10 Қачанғичә, и Худа, рәқибиң Сени мәсқирә қилиду? Дүшмән намиңни мәңгүгә һақарәтләмду?
Ⱪaqanƣiqǝ, i Huda, rǝⱪibing Seni mǝshirǝ ⱪilidu? Düxmǝn namingni mǝnggügǝ ⱨaⱪarǝtlǝmdu?
11 Сән қолуңни, йәни оң қолуңни немишкә тартивалисән? Қолуңни қойнуңдин елип, уларни йоқатқайсән!
Sǝn ⱪolungni, yǝni ong ⱪolungni nemixⱪa tartiwalisǝn? Ⱪolungni ⱪoynungdin elip, ularni yoⱪatⱪaysǝn!
12 Бирақ Худа қедимдин падишасим болуп кәлгән, Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур.
Biraⱪ Huda ⱪǝdimdin padixaⱨim bolup kǝlgǝn, Yǝr yüzining otturisida ⱪutⱪuzuxlarni elip barƣuqi Udur.
13 Сән деңиз сүйини күчүң билән бөлдуң, Сулардики әҗдиһаларниң башлирини ярдиң.
Sǝn dengiz süyini küqüng bilǝn bɵldung, Sulardiki ǝjdiⱨalarning baxlirini yarding.
14 Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип, Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң.
Dengizdiki lewiatanning baxlirini qeⱪip, Uning gɵxini ozuⱪ ⱪilip qɵldiki yawayilarƣa bɵlüp bǝrding.
15 Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң, Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң.
Yǝrni yerip bulaⱪlarni, eriⱪlarni aⱪⱪuzdung, Sǝn tohtimay eⱪiwatⱪan dǝryalarni ⱪurutuwǝtting.
16 Күн Сениң, түнму Сениңкидур; Ай билән қуяшни орунлаштурдуң.
Kün Sening, tünmu Seningkidur; Ay bilǝn ⱪuyaxni orunlaxturdung.
17 Йәр йүзиниң чегаралирини бәлгүлидиң; Яз билән қишни — Сән шәкилләндүрдүң.
Yǝr yüzining qegralirini bǝlgiliding; Yaz bilǝn ⱪixni — Sǝn xǝkillǝndürdüng.
18 Шуни есиңдә тутқайсән, и Пәрвәрдигар: — Бир дүшмән Сени мәсқирә қилди, Һамақәт бир хәлиқ намиңни һақарәтлиди.
Xuni esingdǝ tutⱪaysǝn, i Pǝrwǝrdigar: — Bir düxmǝn Seni mǝshirǝ ⱪildi, Ⱨamaⱪǝt bir hǝlⱪ namingni ⱨaⱪarǝtlidi.
19 Пахтикиңни житқуч һайванларға тутуп бәрмигәйсән; Езилгән мөминлириңниң һаятини мәңгү унтумиғайсән.
Pahtikingni yirtⱪuq ⱨaywanlarƣa tutup bǝrmigǝysǝn; Ezilgǝn mɵminliringning ⱨayatini mǝnggü untumiƣaysǝn.
20 Өз әһдәңгә қариғайсән, Чүнки зиминдики қараңғу булуң-пучқақлар зорлуқ-зумбулуқниң туралғулири билән толди.
Ɵz ǝⱨdǝnggǝ ⱪariƣaysǝn, Qünki zemindiki ⱪarangƣu bulung-puqⱪaⱪlar zorluⱪ-zumbuluⱪning turalƣuliri bilǝn toldi.
21 Езилгүчиләрни номус билән яндурмиғайсән; Езилгәнләр, йоқсуллар намиңни мәдһийилигәй.
Ezilgüqilǝrni nomus bilǝn yandurmiƣaysǝn; Ezilgǝnlǝr, yoⱪsullar namingni mǝdⱨiyiligǝy.
22 Орнуңдин турғин, и Худа, Өз дәвайиңни сориғайсән; Һамақәт кишиниң Өзүңни күн бойи мәсқирә қиливатқинини есиңдә тутқайсән.
Ornungdin turƣin, i Huda, Ɵz dǝwayingni soriƣaysǝn; Ⱨamaⱪǝt kixining Ɵzüngni kün boyi mǝshirǝ ⱪiliwatⱪinini esingdǝ tutⱪaysǝn.
23 Дүшмәнлириңниң чуқанлирини унтумиғайсән; Саңа қарши қозғалғанларниң давраңлири тохтимай көтирилмәктә.
Düxmǝnliringning quⱪanlirini untumiƣaysǝn; Sanga ⱪarxi ⱪozƣalƣanlarning dawrangliri tohtimay kɵtürülmǝktǝ.