< Зәбур 72 >
1 Сулайман үчүн: — И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән; Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән.
2 Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән, Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
3 Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду, Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду.
4 Падиша хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду; У намратларниң балилирини қутқузиду, Залимларни битчит қилиду.
5 Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.
6 У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
7 Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.
8 У деңиздин-деңизларғичә, [Әфрат] дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.
9 Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.
10 Таршишниң вә аралларниң падишалири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишалириму соғатлар суниду.
11 Дәрвәқә, барлиқ падишалар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12 Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
13 У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14 Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.
15 [Падишаһ] яшисун! Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; Униңға күн бойи бәхит тилиниду;
16 Йәр йүзидики һосул мол болиду, Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду. [Миғ-миғ] чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду; Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду;
17 Униң нами мәңгүгә өчмәйду, Униң нами қуяш йоқалғичә туриду; Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду, Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду.
18 Исраилниң Худаси, Пәрвәрдигар Худаға тәшәккүр-мәдһийә болғай! Карамәт ишларни Яратқучи ялғуз Удур!
19 Униң шәрәплик намиға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә оқулсун! Униң шан-шөһрити пүткүл дунияни қаплиғай! Амин! Вә амин!
20 Йәссәниң оғли Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди.