< Зәбур 70 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «әслитиш үчүн» оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, мени қутқузушқа алдириғайсән! Пәрвәрдигар, тез келип маңа ярдәм қилғайсән!
Neghmichilerning béshigha tapshurulup, «eslitish üchün» oqulsun dep, Dawut yazghan küy: — Perwerdigar, méni qutquzushqa aldirighaysen! Perwerdigar, téz kélip manga yardem qilghaysen!
2 Мениң җенимни издәватқанлар йәргә қаритилип рәсва қилинсун; Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай.
Méning jénimni izdewatqanlar yerge qaritilip reswa qilinsun; Méning ziyinimdin xursen bolghanlar keynige yandurulup shermende bolghay.
3 Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин кәйнигә янғай!
Méni: — «Wah! Wah!» dep mesxire qilghanlar öz shermendilikidin keynige yan’ghay!
4 Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай! Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Худа улуқлансун» дейишкәй.
Biraq Séni izdigüchilerning hemmisi Sende shadlinip xushal bolghay! Nijatliqingni söygenler hemishe: «Xuda ulughlansun» déyishkey.
5 Бирақ мән езилгәнмән, һәм йоқсулмән; Йенимға тездин кәл, и Худа! Сән мениң ярдәмчим, мениң азат қилғучим; И Пәрвәрдигар, кечикмәй кәлгәйсән!
Biraq men ézilgenmen, hem yoqsulmen; Yénimgha tézdin kel, i Xuda! Sen méning yardemchim, méning azad qilghuchim; I Perwerdigar, kéchikmey kelgeysen!