< Зәбур 7 >
1 Давутниң «Шиггаон»и: — Куш исимлиқ бир Биняминлиқниң сөзлири тоғрилиқ ейтқан күйи: — И Пәрвәрдигар, мениң Худайим, мән Саңа таяндим; Улардин бири ширдәк мени титма-титма қиливәтмисун, Қутқузғучи йоқлуғидин пайдилинип мени езивәтмисун, Мени барлиқ қоғлиғучилардин қутқузғин, Улардин халас қилғин;
2
3 И Пәрвәрдигар Худайим, әгәр қолумда қәбиһлик қилған болсам, Әгәр шундақ қилған болсам: —
4 Әгәр мән билән енақ өткүчигә яманлиқ қайтурған болсам, — (Әксичә мән билән бекардин-бекар дүшмәнләшкәнниму қутқуздум) —
5 — Ундақта, дүшмән мени қоғлап тутувалсун, У җенимни чәйләп йәр билән йәксан қилсун, Шөһритимни тупраққа көмсун!
6 И Пәрвәрдигар, ғәзивиң билән орнуңдин турғин, Мени әзгәнләрниң қәһригә тақабил турушқа қәддиңни руслиғин, Вә мениң үчүн ойғанғин; Сән сот вә һөкүмни бекиткән едиңғу!
7 Хәлиқләрдин болған җамаәт әтирапиңға олишиду; Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән.
8 Пәрвәрдигар хәлиқләрниң үстидин һөкүм чиқириду; И Пәрвәрдигар, өз һәққанийлиғим бойичә, Вә өзүмдә болған дуруслиғим бойичә, Маңа һөкүм чиқарғайсән.
9 Аһ, рәзилләрниң яманлиғи ахирлашсун! Һәққаний адәмни чиң турғузғайсән; И, адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи һәққаний Худа!
10 Мениң қалқиним болса, Дурус нийәтликләрни қутқузғучи Худадидур;
11 Худа адил сотчидур, У күн бойи гунадин рәнҗийдиған Илаһтур;
12 Бириси [яман] йолидин янмиса, У қиличини биләйду, Я оқини тартип бәтләп қойиду.
13 Шундақ адәмләр үчүн У өлүм қураллирини тәйярлиди; У оқлирини көйдүргүчи оқ қилди.
14 Мана, мошундақ кишиләр толғақта қәбиһлик туғмақчи, Униң бойида қалғини яманлиқтур; Униң туққини болса сахтилиқтур.
15 У бир орини колап, уни чоңқур қилди; У өзи колиған ориға жиқилип чүшти.
16 Өзиниң яманлиғи бешиға қайтип келиду, Өз зораванлиғи болса өз үстигә қайтип чүшиду.
17 Мән Пәрвәрдигарни һәққанийлиғи билән мәдһийәләймән, Һәммидин жуқури турғучи Пәрвәрдигарниң намини яңритип, күй қилип ейтимән.