< Зәбур 69 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: — Мени қутқузғайсән, и Худа! Сулар җенимдин өтти;
2 Турғидәк җай йоқ чоңқур патқақлиққа чөкүп кәттим; Суниң чоңқур йеригә чүшүп кәттим, Кәлкүн мени ғәриқ қилди.
3 Пәрядлиримдин һалимдин кәттим; Галлирим қуруп кәтти; Худайимға тәлмүрүп, көзүмдин кетәй дәп қалдим;
4 Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур; Мени йоқатмақчи болғанлар, Қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур; Шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән.
5 И Худа, мениң наданлиғим өзүңгә аян; Мениң қәбиһликлирим Сәндин йошурун әмәстур.
6 Мениң сәвәвимдин, и Рәб, самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Өзүңгә умид бағлап күткәнләр йәргә қарап қалмиғай; И Исраилниң Худаси, Өзүңни издигүчиләр мениң сәвәвимдин шәрмәндә болмиғай;
7 Чүнки Сени дәп мән рәсвачилиққа учридим; Шәрмәндилик йүзүмгә чапланди.
8 Мән өз қериндашлиримға ят, Анамниң балилириға яқа жутлуқ болдум.
9 Чүнки мени [муқәддәс] өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди; Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму мениң үстүмгә чүшти;
10 Мән жиғлидим, җеним роза тутти, Буму маңа әйип дәп қаралди.
11 Мән бөзни кийимим қилип кийсәм, Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим.
12 Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим, Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.
13 Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар; И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин, Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән;
14 Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән, Мени чөктүрмигәйсән; Маңа өчмән болғанлардин, Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;
15 Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән; Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән; [Теги] йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!
16 Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар, Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур; Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;
17 Җамилиңни қулуңдин йошурмиғайсән; Чүнки бешимға күн чүшти; Тездин маңа җавап бәргәйсән.
18 Җенимға йеқинлашқайсән, Униңға һәмҗәмәт-қутқузғучи болғайсән; Дүшмәнлирим алдида мени һөрлүккә чиқарғайсән;
19 Өзүң мениң рәсвалиқта һәм һөрмәтсизликтә қалғинимни, Қандақ һақарәтләнгинимни билисән; Рәқиплиримниң һәммиси Өзүңгә аяндур.
20 Һақарәт қәлбимни парә қилди; Мән қайғуға чөмүп кәттим; Азғинә һесдашлиққа тәлмүргән болсамму, йоқ болди; Тәсәлли бәргүчиләрниму издидим, лекин бирисиниму учриталмидим.
21 Бәрһәқ, улар озуғумға өт сүйи, Уссузлуғумға сиркини бәрди.
22 Уларниң дәстихини өзлиригә қилтақ, Уларниң һалавити қапқан болғай.
23 Көзлири торлишип көрмәйдиған болуп кәткәй; Бәл-путлирини титрәккә салғайсән;
24 Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән, Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;
25 Уларниң макани харабә болғай, Чедирлири чөлдәрәп қалғай;
26 Чүнки улар Сән урғанға техиму зиянкәшлик қилмақта; Сән зәхимләндүргәнләрниң азавиға гәп билән азап қошмақта.
27 Уларниң гунайиға гуна қошқайсән, Һәққанийлиғиңниң несивисигә уларни ериштүрмигәйсән.
28 Улар һаятлиқ дәптиридин өчүрүлгәй; Һәққанийларниң қатариға пүтүлмигәй.
29 Бирақ мән болсам бир езилгән дәрдмән; Ниҗатлиғиң, и Худа, мени жуқуриға көтирип қутқузғай;
30 Мән мунаҗат оқуп Худаниң намини мәдһийиләймән; Тәшәккүрләр билән уни улуқлаймән;
31 Бу болса Пәрвәрдигарни хурсән қилиш үчүн, Өкүз тәқдим қилғандин әвзәлдур; Мүңгүз-туяқлири сақ топақ бәргәндинму артуқтур.
32 Югаш мөминләр буни көрүп хошал болиду; Худани издигәнләр — Қәлбиңлар йеңилиниду.
33 Чүнки Пәрвәрдигар йоқсулларниң илтиҗасини аңлайду, Өзигә тәвә әсир қилинғанларни у кәмситмәйду;
34 Асман-зимин Уни мәдһийилисун! Деңиз-океанлар һәм уларда жүргүчи барлиқ җаниварлар Уни мәдһийилигәй!
35 Чүнки Худа Зионни қутқузиду; Йәһуданиң шәһәрлирини қайта бена қилиду; Улар әшу йәрдә олтирақлишип, егилик тикләйду.
36 Униң қуллириниң нәсиллири униңға мирас болиду, Униң намини сөйгәнләр у йәрләрдә маканлишиду.