< Зәбур 68 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: — Худа орнидин турди, дүшмәнлирини тирипирән қиливетиду! Униңға өчмәнләр Униң алдидин бәдәр қачиду!
2 Ис-түтәк учурулғандәк, уларни учуруп йоқитисән, Мом отта еритилгәндәк, Рәзилләр Худаниң алдида һалак болиду.
3 Бирақ һәққанийлар хошаллиниду, Улар Худа алдида роһлинип, Тәнтәнә қилип шатлиниду.
4 Худаға күйләр ейтиңлар, Униң намини нахша қилип яңритиңлар; Чөл-баяванларға Мингүчигә бир йолни көтирип ясаңлар; Униң нами «Яһ»дур; Униң алдида шатлиниңлар.
5 Житимларға ата болғучи, Тул хотунларниң дәвасини сориғучи, Өз муқәддәс маканида турған Худадур.
6 Худа ғерибларни өй-очақлиқ қилиду; У мәһбусларни аватлиққа чиқириду; Лекин асийларни қағҗирақ йәрдә қалдуриду.
7 И Худа, Өз хәлқиңниң алдида маңғиниңда, Чөл-баявандин өтүп сәпәр қилғиниңда, (Селаһ)
8 Худаниң һозури алдида, Йәни Исраилниң Худасиниң һозури алдида, Йәр-җаһан тәвринип, Асманларму йеғин яғдурди; Аву Синай теғиму тәвринип кәтти.
9 Сән, и Худа, Өз мирасиң [болған зимин-хәлиқ] үстигә хасийәтлик бир ямғур яғдурдуң; Улар һалсизланғанда уларни күчләндүрдүң.
10 Сениң баққан падаң у йәргә маканлашти; Меһриванлиғиң билән мөминләр үчүн тәйярлиқ қилдиң, и Худа!
11 Рәб әмир қилди; Уни җакалиғучи қиз-аяллар немидегән зор бир қошундур!
12 «Падишаһлар һәм қошунлири бәдәр қечишти, бәдәр қечишти!» — [дейишти]; Өйдә олтарған қиз-аяллар болса олҗиларни бөлишивалиду;
13 Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму, Зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән, Пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду;
14 Һәммигә Қадир Худа падишаларни зиминда тирипирән қиливәткәндә, Йәр Залмон теғидики қардәк ақирип кәтти.
15 Башан теғи қудрәтлик бир тағ, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур;
16 Әй егиз чоққилиқ тағлар, Немә үчүн Худа Өз макани қилишни халиған таққа һәсәт билән қарайсиләр? Дәрвәқә, Пәрвәрдигар шу тағда мәңгү туриду!
17 Худаниң җәң һарвулири түмән-түмән, Миллион-миллиондур; Рәб улар арисида туриду; Синай теғидики муқәддәс җайда туриду.
18 Сән жуқуриға көтирилдуң, Инсанларни тутқун қилғучиларни Өзүң әсир қилип елип кәттиң; Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн, Һәтта асийлиқ қилғанлар [арисида туруши] үчүнму, Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң.
19 Рәб мәдһийиләнсун; Чүнки У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә; Йәни ниҗатлиғимиз болған Тәңри! (Селаһ)
20 Бизниң Тәңримиз бирдин-бир ниҗаткар Тәңридур; Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур.
21 Бәрһәқ, Худа Өз дүшмәнлириниң бешини яриду, Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У чақиду.
22 Рәб мундақ деди: «[Өз хәлқимни] Башан дияридинму, Деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән;
23 Шундақ қилип [сән хәлқим]ниң пути қанға, Йәни дүшмәнлириңниң қениға милиниду, Иштлириңниң тили буниңдинму несивисини [ялайду]».
24 Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа; Йәни мениң Илаһим, мениң Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди;
25 Алдиңда мунаҗатчилар, кәйниңдә чалғучилар маңди, Оттурисида дапчи қизлар бар еди:
26 «Җамаәтләрдә Худа Рәбгә тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар, — И Исраил булақлиридин чиққанлар!» — дейишти.
27 У йәрдә уларниң башламчиси болған кичик Бинямин қәбилиси маңиду; Йәһуда әмирлири, зор бир топ адәмләр, Зәбулунниң әмирлири, Нафталиниң әмирлириму бар.
28 Сениң Худайиң күчүңни буйруп бекиткән; Өзүң биз үчүн қилғиниңни мустәһкәмлигәйсән, и Худа!
29 Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханаң вәҗидин, Падишаһлар Саңа атап һәдийәләрни елип келиду;
30 Аһ, һелиқи қомушлуқтики [йиртқуч] җаниварни, Күчлүкләрниң топини, Таипиләрдики топақларниму әйиплигәйсән; Андин уларниң һәр бири күмүч тәңгиләрни әкилип Саңа тиз пүкүшиду; Урушхумар хәлиқләрни тирипирән қиливәткәйсән!
31 Мөтивәр әлчиләр Мисирдин келиду, Ефиопийә болса Худаға қарап қоллирини тездин көтириду.
32 И йәр йүзидики әл-жутлар, Худани нахша билән мәдһийиләңлар; Рәбни мәдһийиләп күйләрни ейтиңлар! (Селаһ)
33 Асманларниң үстигә, Қедимдин бар болған асманларниң үстигә Мингүчи тоғрилиқ күй ейтиңлар! Мана, У авазини аңлитиду, Униң авази күчлүктур!
34 Худани күчлүк дәп билип җакалаңлар, Униң һәйвиси Исраил үстидә, Униң күчи булутларда туриду;
35 И Худа, муқәддәс җайлириңдин сүрлүк көрүнисән! Исраилниң бирдин-бир Тәңриси! Хәлиққә күч-қудрәт бәргүчи болса, Удур! Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!