< Зәбур 67 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән челинсун, дәп йезилған күй-нахша: — Худа бизгә меһри-шәпқәт көрситип, бизни бәрикәтләп, Өз җамалиниң нурини үстимизгә чачқай! (Селаһ)
2 Шундақ қилғанда йолуң пүткүл җаһанда, Қутулдуруш-ниҗатлиғиң барлиқ әлләр арисида аян болиду.
3 Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй!
4 Җими қовмлар хошаллиқ билән тәнтәнә қилип күйлигәй, Чүнки Сән хәлиқ-милләтләргә адиллиқ билән һөкүм чиқирисән, Йәр йүзидики таипиләрни, Сән йетәкләйсән; (Селаһ)
5 Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй!
6 Вә йәр-зимин көклирини үндүриду; Худа, бизниң Худайимиз, бизни бәрикәтләйду;
7 Худа бизни бәрикәтләйду; Шуниң билән йәр йүзндикиләр чәт-яқиларғичә униңдин әйминишиду!