< Зәбур 65 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: — Зионда, мәдһийә сүкүт ичидә Сени күтиду, и Худа; Саңа қилған вәдә әмәлгә ашурулиду.
2 И, дуа Аңлиғучи, Сениң алдиңға барлиқ әт егилири келиду.
3 Гуналиқ ишлар, асийлиқлиримиз, [Кәлкүн басқандәк] мәндин ғалип келиду; Лекин Сән уларни йепип кәчүрүм қилисән;
4 Сән таллап Өзүңгә йеқинлаштурған киши немидегән бәхитлик! У һойлилириңда маканлишиду; Бизләр Сениң маканиңниң, йәни муқәддәс ибадәтханаңниң бәрикитидин қанаәт тапимиз;
5 Сән һәққанийлиқни намайән қилидиған карамәт вә дәһшәт ишлар билән бизгә җавап, И ниҗатлиғимиз болған Худа, Пүткүл йәр-деңизларниң чәт-чәтлиридикиләргичә таянчи Болғучи!
6 Белиң қудрәт билән бағланған болуп, Күчүң билән тағларни бәрпа қилғансән;
7 Деңизларниң өркәшлигән шавқунлирини, Долқунларниң шавқунлирини, Һәмдә әлләрниң чуқанлирини тинҗитқучисән!
8 Җаһанниң чәт-чәтлиридә туруватқанлар карамәтлириңдин қорқиду; Сән күнчиқиштикиләрни, күнпетиштикиләрни шатландурисән;
9 Йәр йүзиниң [ғемини йәп] йоқлап келип, уни суғирисән, Уни толиму мунбәтләштүрисән. Худаниң дәрия-ериқлири суға толғандур; Шундақ қилип суларни тәйярлап, Кишиләрни ашлиқ билән тәминләйсән.
10 Терилғу етизларниң чөнәклирини суға қандурисән, Қирлирини тарашлайсән, Тупрақни мол йеғинлар билән юмшитисән; Униңда үнгәнләрни бәрикәтләйсән.
11 Сән немәтлириңни жилниң һосулиға таҗ қилип қошуп берисән; Қәдәмлириңдин баяшатлиқ һәрянға тамиду;
12 Даладики яйлақларғиму тамиду; Тағ-даванлар шат-хорамлиқни өзлиригә бәлвағ қилиду;
13 Көкләмләр қой падилири билән кийингән, Җилғилар майсиларға қаплиниду; Улар хошаллиқ билән тәнтәнә қилиду, Бәрһәқ, улар нахшиларни яңритишиду!