< Зәбур 64 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И Худа, аһлиримни көтәргәндә, мени аңлиғайсән! Һаятимни дүшмәнниң вәһшилигидин қуғдиғайсән!
2 Қара нийәтләрниң йошурун сүйқәстлиридин, Яманлиқ әйлигүчи қарға-қузғунлардин аман қилғайсән.
3 Улар тиллирини қиличтәк өткүр билиди; Мукәммәл адәмни йошурун җайдин етиш үчүн, Улар оқини бәтлигәндәк зәһәрлик сөзини тәйярлиди. Улар қилчә әймәнмәй туюқсиз оқ чиқириду.
4
5 Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп, Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип, «Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә.
6 Улар қәбиһликкә интилип: — «Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду; Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә [билип болмас] бир нәрсидур!
7 Лекин Худа уларға оқ атиду; Улар туюқсиз зәхимлиниду.
8 Улар өз тили билән путлишиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду.
9 Һәммә адәмни қорқунуч басиду; Улар Худаниң ишлирини баян қилиду, Бәрһәқ, улар униң қилғанлирини ойлинип савақ алиду.
10 Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошал болуп, Униңға тайиниду; Көңли дурус адәмләр роһлинип шатлиниду.