< Зәбур 63 >
1 Давут язған күй (у Йәһудадики чөл-баяванда болған чағда йезилған): — И Худа, Сән мениң илаһимдурсән, Тәшналиқ билән Сени издидим! Мән қурғақ, чаңқақ, сусиз зиминда туруп, Җеним Саңа интизар, әтлирим тәлмүрүп интиларки —
2 Муқәддәс җайиңда Саңа көз тикип қариғинимдәк, Мән йәнә зор қудритиң вә улуқлуғуңни көрсәм!
3 Өзгәрмәс муһәббитиң һаяттинму әзиздур; Ләвлирим Сени мәдһийиләйду;
4 Шу сәвәптин тирик болсамла, Саңа тәшәккүр-мәдһийә оқуймән, Сениң намиңда қоллиримни көтиримән.
5 Җеним назу-немәтләрдин һәм майлиқ гөшләрдин қанаәтләнгәндәк қанаәтләнди; Ағзим ечилип хуш ләвлирим Саңа мәдһийиләрни яңритиду;
6 Орнумда йетип Сени әслигинимдә, Түн кечиләрдә Сени сеғинип ойлинимән.
7 Чүнки Сән маңа ярдәмдә болуп кәлгәнсән; Сениң қанитиң сайисидә шат-хурамлиқта нахшиларни яңритимән.
8 Мениң җеним Саңа чиң чаплишип маңиду, Сениң оң қолуң мени йөлимәктә.
9 Бирақ җенимни йоқитишқа издәватқанлар йәр тәктилиригә чүшүп кетиду.
10 Уларниң қени қилич тиғида төкүлиду, Улар чилбөриләргә йәм болиду.
11 Лекин падиша Худадин шатлиниду; Униң нами билән қәсәм қилғанларниң һәммиси роһлинип шатлиниду; Чүнки ялған сөзлигүчиләрниң зувани тувақлиниду.