< Зәбур 62 >

1 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду; Мениң ниҗатлиғим униңдиндур.
Neghmichilerning béshi Yedutun’gha tapshurulghan, Dawut yazghan küy: — Jénim Xudaghila qarap sükütte kütidu; Méning nijatliqim uningdindur.
2 Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән унчилик тәвринип кәтмәймән.
Peqet Ula méning qoram téshim we méning nijatliqim, Méning yuqiri qorghinimdur; Men unchilik tewrinip ketmeymen.
3 Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр? Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни, Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр?
Siler qachan’ghiche shu ajiz bir insan’gha hujum qilisiler? Hemminglar qingghiyip qalghan tamni, Irghanglap qalghan qashani ghulatqandek, uni ghulatmaqchisiler?
4 Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур; Ялғанчилиқлардин хурсән улар; Ағзида бәхит тилигини билән, Улар ичидә ләнәт оқуйду. (Селаһ)
Uni shöhret-heywitidin chüshürüwétishtin bashqa, ularning héch mesliheti yoqtur; Yalghanchiliqlardin xursen ular; Aghzida bext tiligini bilen, Ular ichide lenet oquydu. (Sélah)
5 И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин; Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур.
I jénim, Xudaghila qarap sükütte kütkin; Chünki méning ümidim Uningdindur.
6 Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән тәвринип кәтмәймән.
Peqet U méning qoram téshim hem méning nijatliqim, Méning yuqiri qorghinimdur; Men tewrinip ketmeymen.
7 Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур; Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур.
Nijatliqim hem shan-shöhritim Xudagha baghliqtur; Méning küchüm bolghan qoram tash, méning panahgahim Xudadidur.
8 И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар! Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар; Худа бизниң панаһгаһимиздур! (Селаһ)
I xalayiq, Uninggha herdaim tayininglar! Uning aldida ich-baghringlarni tökünglar; Xuda bizning panahgahimizdur! (Sélah)
9 Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ, Есилзадиләрму бир алдам сөз халас; Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ, Бир тиниқтинму йениктур.
Addiy bendiler peqet bir tiniq, Ésilzadilermu bir aldam söz xalas; Tarazigha sélinsa ularning qilche salmiqi yoq, Bir tiniqtinmu yéniktur.
10 Зомигәрликкә таянмаңлар; Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар, Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар;
Zomigerlikke tayanmanglar; Bulangchiliqtin xam xiyal qilmanglar, Bayliqlar awusimu, bulargha könglünglarni qoymanglar;
11 Худа бир қетим ейтқанки, Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: — «Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур».
Xuda bir qétim éytqanki, Mundaq déginini ikki qétim anglidimki: — «Küch-qudret Xudagha mensuptur».
12 Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур; Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән.
Hem i Reb, Sanga özgermes muhebbetmu mensuptur; Chünki Sen herbir kishige öz emilige yarisha qayturisen.

< Зәбур 62 >