< Зәбур 60 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гувалиқ нилупәри» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: — (Давут Арам-Наһараим вә Арам-Зобаһдики Сурийәликләр билән җәң қилғанда, [униң сәрдари болған] Йоаб җәңгә қайта берип, «Шор вадиси»да Едомдикиләрдин он икки миң әскәрни қиличлиған чағда йезилған) И Худа, Сән бизни чәткә қақтиң; Бизни парә-парә қиливәттиң, Сән биздин рәнҗидиң; Әнди бизни йениңға қайтурғин!
2 Сән зиминни тәвритип йеривәткән едиң; Әнди униң бөсүклирини сақайтқайсән; Чүнки у дәлдәңшип кәтти!
3 Сән Өз хәлқиңгә күлпәт-харлиқларни көргүздүң; Сән бизгә алақзадиликниң шарабини ичкүздүң.
4 Сән Өзүңдин әйминидиғанларға туғ тикләп бәргәнсән; У һәқиқәтни аян қилишқа көтирилиду. (Селаһ)
5 Өз сөйгәнлириң ниҗатлиқ тепиши үчүн, Оң қолуң билән қутқузғайсән, [Дуайимни] иҗабәт қилғайсән.
6 Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: — «Мән тәнтәнә қилимән, Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини [тәқсим қилишқа] өлчәймән.
7 Гилеад Маңа мәнсуптур, Манассәһму Маңа мәнсуптур; Әфраим болса бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
8 Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур; Едомға чоруғумни ташлаймән; Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!»
9 Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун? Ким Мени Едомға елип баралисун?
10 И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму? Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
11 Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән, Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
12 Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз; Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!