< Зәбур 6 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар һәм сәккиз тарлиқ арфа билән оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, ғәзивиң тутқанда мени әйиплимә; Қәһриң кәлгәндә мени әдәплимә.
2 Маңа шапаәт қилғин, и Пәрвәрдигар, чүнки мән зәиплишип кәттим; И Пәрвәрдигар, мени сақайтқин, чүнки мениң устиханлирим вәһимигә чүшти.
3 Мениң җеним дәһшәтлик дәккә-дүккигә чүшти; И Пәрвәрдигар, қачанғичә шундақ болиду?
4 Йенимға қайт, и Пәрвәрдигар, җенимни азат қилғайсән, Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн мени қутқузғин.
5 Чүнки өлүмдә болса Саңа сеғинишлар йоқ; Тәһтисарада ким Саңа тәшәккүрләрни ейтсун? (Sheol )
6 Мениң уһ тартишлиримдин мағдурум қалмиди; Түн бойи орун-көрпәмни көлчәк қилимән; Яшлирим билән каривитимни чөктүримән.
7 Дәрдләрдин көзүм хирәлишип кәтти; Барлиқ күшәндилирим түпәйлидин көзүм кардин чиқиватиду.
8 И қәбиһлик қилғучилар, һәммиңлар мәндин нери болуңлар; Чүнки Пәрвәрдигар жиға авазимни аңлиди.
9 Пәрвәрдигар тилавитимни аңлиди; Пәрвәрдигар дуайимни иҗабәт қилиду;
10 Дүшмәнлиримниң һәммиси йәргә қарап қалиду, улар зор паракәндичиликкә дучар болиду; Туюқсиз кәйнигә йенип хиҗаләттә қалиду.