< Зәбур 59 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи; (бу [күй] Саул падиша Давутниң өйини көзләшкә пайлақчиларни әвәтип, уни өлтүрүвәтмәкчи болған чағда йезилған): — И Худайим, дүшмәнлиримниң чаңгилидин қутқузғайсән; Маңа қарши турғанлардин мени егиздә аман сақлиғайсән.
2 Мени яманлиқ қилғучилар чаңгилидин қутқузувалғайсән, Қанхор адәмләрдин мени қутқузғайсән.
3 Чүнки мана, улар җенимни елиш үчүн пайлимақта, Зораванлар маңа қарши топ болушуп қәстләшмәктә; Бу [қилғини] мәндә болған бирәр асийлиқ үчүн әмәс, Яки гунайим үчүн әмәс, и Пәрвәрдигар;
4 Мәндә һеч сәһвәнлик болмисиму, улар жүгүрүп маңа қарши сәп салиду; Мениң ярдимимгә келишкә ойған, [Һалимни] нәзириңгә алғайсән.
5 И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Исраилниң Худаси, Барлиқ әл-жутларни сотлап-җазалашқа орнуңдин турғайсән; Қәстләшни нийәт қилғүчиларниң һеч қайсисиға рәһим қилмиғайсән. (Селаһ)
6 Улар кечиси қайтип келип, ғалҗир ишттәк ғаж-ғуж қилип, Шәһәрни айлинип лағайлап жүрмәктә.
7 Қара, уларниң ағзидин еқиватқан шөлгәйлирини! Ләвлиридин қиличлар чиқип туриду; Улар: «Ким аңлалайду?» — дәйду.
8 Лекин Сән Пәрвәрдигар уларни мәсқирә қилисән; Барлиқ әлләрни мазақ қилисән!
9 И мениң күчүм Болғучи! Мән Саңа тәлмүрүп қарап жүримән; Чүнки Худа мениң жуқури панаһгаһимдур.
10 Маңа өзгәрмәс муһәббитини көрсәткүчи Худа мениң алдимда маңиду; Худа маңа дүшмәнләрниң мәғлубийитини көрситиду.
11 Бирақ, [и Худа], буларни қәтл қилмай турғай; Болмиса мениң хәлқим Сени унтуйду. Өз күчүң билән уларни сәрсан қилғайсән, Уларниң бешини еғирлаштурғайсән; И Рәб, бизниң қалқинимиз!
12 Уларниң ағзиниң бузуқлуғи түпәйлидин, Ләвлириниң сөзлири түпәйлидин, Улардин чиқиватқан қарғашлар һәм алдамчилиқлар түпәйлидин, Улар өз тәкәббурлуғи ичидә қапқанқа чүшкәй!
13 Ғәзивиң билән бу ишларға хатимә бәргәйсән, Хатимә бәргәйсән! Шуниң билән улар йоқ болиду; Шуниң билән йәр йүзниниң чәт-чәтлиригичә Худаниң һәқиқәтән Яқупқа һөкүмдарлиқ қилидиғанлиғи аян болғай! (Селаһ)
14 Дәрвәқә, улар һазирғичә кечиси қайтип келип, ғалҗир ишттәк ғаж-ғуж қилип, Шәһәрни айлинип лағайлап жүриду.
15 Иштлардәк улар озуқ издәп һәр йәрдә қатрайду; Қарни тоймиғичә һувлап жүрмәктә;
16 Лекин мән болсам қудритиңни күйләймән, Бәрһәқ, сәһәрләрдә өзгәрмәс муһәббитиңни нахша қилип яңритимән; Чүнки Сән мән үчүн жуқури қорған, Еғир күнлиримдә панаһгаһ болуп кәлгәнсән.
17 И мениң күчүм Болғучи, Саңа күйләрни ейтимән; Чүнки Худа мениң жуқури қорғинимдур, Маңа өзгәрмәс муһәббәт көрсәткүчи Худайимдур.