< Зәбур 58 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: — И қудрәт егилири, силәр һәқиқәтән адаләтни сөзләватамсиләр? И инсан балилири, адил һөкүм чиқирамсиләр?
2 Яқ, силәр көңлүңләрдә яманлиқ тәйярлайсиләр; Йәр йүзидә өз қолуңлар билән қилидиған зораванлиқни өлчәватисиләр.
3 Рәзилләр анисиниң қосиғидила езип кетиду; Улар туғулупла йолдин адишип, ялған сөзләйду.
4 Уларниң зәһири иланниң зәһиридур; Улар өз қулиқини пүтүк қилған гас кобра иландәк,
5 Мәйли иланчилар шунчә чирайлиқ сеһирлисиму, У нәй авазиға қәтъий қулақ салмайду.
6 И Худа, уларниң ағзидики чишлирини сундурувәткәйсән! Мошу яш ширларниң тоңкай чишлирини чеқивәткәйсән, и Пәрвәрдигар!
7 Улар еқип кәткән сулардәк өтүп кәткәй; Улар оқларни чәнләп атқанда, Оқлири учсиз болуп кәткәй!
8 Қулулә йол маңғанда изи йоқилип кәткәндәк, Улар йоқап кәтсун; Аялниң чүшүп кәткән һамилисидәк, Улар күн көрмисун!
9 Қазан янтақларниң иссиғини сәзгичә, (Мәйли улар юмран пети, яки от туташқан болсун) У уларни тозутиветиду.
10 Һәққаний адәм [Худаниң] интиқамини көргәндә хошал болиду; Өз излирини рәзилләрниң қенида жуйиду.
11 Шуңа адәмләр: «Дәрвәқә, һәққанийлар үчүн инъам бардур; Дәрвәқә йәр йүзидә һөкүм жүргүзгүчи бир Худа бардур» — дәйду.