< Зәбур 57 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи, (у Саул падишадин қечип, өңкүрдә йошурунувалған чағда йезилған): — И Худа, маңа шәпқәт көрсәткәйсән, Маңа шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки җеним Сени панаһим қилди. Мошу балаю-апәт өтүп кәткичә, қанатлириң сайисидә панаһ тапимән.
Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Ⱨalak ⱪilmiƣaysǝn» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan «Mihtam» küyi, (u Saul padixaⱨtin ⱪeqip, ɵngkürdǝ yoxurunuwalƣan qaƣda yezilƣan): — I Huda, manga xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn, Manga xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn, Qünki jenim Seni panaⱨim ⱪildi. Muxu balayi’apǝt ɵtüp kǝtküqǝ, ⱪanatliring sayisidǝ panaⱨ tapimǝn.
2 Худаға, йәни Һәммидин Алий Болғучиға, Өзүм үчүн һәммини орунлайдиған Тәңригә нида қилимән;
Hudaƣa, yǝni Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqiƣa, Ɵzüm üqün ⱨǝmmini orunlaydiƣan Tǝngrigǝ nida ⱪilimǝn;
3 У әрштин ярдәм әвәтип мени қутқузиду; Маңа қарап нәпси йоғинап, мени қоғлаватқанларни У рәсва қилиду; (Селаһ) Худа Өз меһри-шәпқити вә һәқиқитини әвәтиду!
U ǝrxtin yardǝm ǝwǝtip meni ⱪutⱪuzidu; Manga ⱪarap nǝpsi yoƣinap, meni ⱪoƣlawatⱪanlarni U rǝswa ⱪilidu; (Selaⱨ) Huda Ɵz meⱨir-xǝpⱪiti wǝ ⱨǝⱪiⱪitini ǝwǝtidu!
4 Җеним ширлар арисида қалди; Мән нәпәси ялқун кәби болғанлар арисида ятимән! Адәм балилири — Уларниң чишлири нәйзә-оқлардур, Уларниң тили — өткүр қиличтур!
Jenim xirlar arisida ⱪaldi; Mǝn nǝpisi yalⱪun kǝbi bolƣanlar arisida yatimǝn! Adǝm baliliri — Ularning qixliri nǝyzǝ-oⱪlardur, Ularning tili — ɵtkür ⱪiliqtur!
5 И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
I Huda, ǝrxlǝrdin yuⱪiri uluƣlanƣaysǝn, Xan-xǝriping yǝr yüzini ⱪapliƣay!
6 Улар қәдәмлиримгә тор қурди; Җеним егилип кәтти; Улар мениң йолумға орәк колиған еди, Лекин өзлири ичигә чүшүп кәтти.
Ular ⱪǝdǝmlirimgǝ tor ⱪurdi; Jenim egilip kǝtti; Ular mening yolumƣa orǝk koliƣanidi, Lekin ɵzliri iqigǝ qüxüp kǝtti.
7 Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң; Мән мәдһийә нахшиларни ейтип, Бәрһәқ Сени күйләймән!
Iradǝm qing, i Huda, iradǝm qing; Mǝn mǝdⱨiyǝ nahxilarni eytip, Bǝrⱨǝⱪ Seni küylǝymǝn!
8 Ойған, и роһум! И нәғмә-сазлирим, ойған! Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
Oyƣan, i roⱨim! I nǝƣmǝ-sazlirim, oyƣan! Mǝn sǝⱨǝr ⱪuyaxinimu oyƣitimǝn!
9 Мән хәлиқ-милләтләр арисида сени улуқлаймән, и Рәб; Әлләр арисида Сени күйләймән!
Mǝn hǝlⱪ-millǝtlǝr arisida seni uluƣlaymǝn, i Rǝb; Əllǝr arisida Seni küylǝymǝn!
10 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқдур; Һәқиқитиң булутларға тақашти.
Qünki ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting ǝrxlǝrgǝ yǝtküdǝk uluƣdur; Ⱨǝⱪiⱪiting bulutlarƣa taⱪaxti.
11 И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
I Huda, ǝrxlǝrdin yuⱪiri uluƣlanƣaysǝn, Xan-xǝriping yǝr yüzini ⱪapliƣay!