< Зәбур 56 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Хилвәттики дуб дәрәқлиридики пахтәк» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күй (Филистийләр Гат шәһиридә уни әсиргә алғанда йезилған): — И Худа, маңа шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки инсанларниң нәпси йоғинап мени қоғлимақта; Күн бойи улар мән билән җәң қилип мени басмақта;
2 Мени көзлигән рәқиплиримниң нәпси йоғинап күн бойи мени қоғлимақта; Маңа һәйвә қилип җәң қилғучилар интайин көптур!
3 Мән қорққан күнүмдә, Мән Саңа тайинимән.
4 Мән сөз-каламини улуқ дәп мәдһийәләйдиған Худаға, Худағила тайинимән; Мән қорқмаймән; Наһайити бир әт егиси мени немә қилалисун?
5 Улар күн бойи сөзлиримни бурмилайду, Уларниң барлиқ ойи маңа зиянкәшлик қилиштур;
6 Улар топ болуп адәмни қәстилишип, йошуруниду; Пейимгә чүшүп, җенимни елишни күтиду.
7 [Гуна] билән гунани йепип қачса боламду? Ғәзивиң билән әлләрни йәргә урғайсән, и Худа!
8 Мениң сәрсанлиқлиримни өзүң санап кәлгән; Көздин аққан яшлиримни тулумуңға топлап сақлиғайсән; Булар дәптириңдә пүтүклүк әмәсму?
9 Шуниң билән мән Саңа нида қилған күндә, Дүшмәнлирим чекиниду; Мән шуни билдимки — Худа мән тәрәптидур!
10 Худани — Униң сөз-каламини улуқлаймән! Пәрвәрдигарни — Униң сөз-каламини улуқлаймән!
11 Худанила таянчим қилдим — Мән қорқмаймән, наһайити шу бир инсан мени немә қилалисун?
12 Саңа қилған вәдилиримгә вапа қилимән, и Худа; Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән.
13 Чүнки Сән җенимни өлүмдин қутулдурғансән; Сән путлиримни путлишиштин сақлимамсән? Шуниң билән мән Худаниң һозурида, тирикләр туридиған йоруқлуқта маңимән.