< Зәбур 55 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»: — И Худа, дуайимни аңлиғайсән; Тилигимдин өзүңни қачурмиғайсән,
2 Маңа қулақ селип, җавап бәргәйсән; Мән дад-пәряд ичидә кезип, Аһ-зар чекип жүримән;
3 Сәвәви дүшмәнниң тәһдитлири, рәзилләрниң зулумлири; Улар бешимға аваричиликләрни төкиду; Улар ғәзәплинип маңа адавәт сақлайду.
4 Ичимдә жүригим толғинип кәтти; Өлүм вәһшәтлири вуҗудумни қаплиди.
5 Қорқунуч вә титрәк бешимға чүшти, Дәһшәт мени чөмкүвалди.
6 Мән: — «Кәптәрдәк қанитим болсичу кашки, Учуп берип арамгаһ тапар едим» — дедим.
7 — «Жирақ җайларға қечип, Чөл-баяванларда маканлишар едим; (Селаһ)
8 Боран-чапқунлардин, Қара қуюндин қечип, панаһгаһға алдирар едим!».
9 Уларни жутувәткәйсән, и Рәб; Тиллирини бөлүвәткәйсән; Чүнки шәһәр ичидә зораванлиқ һәм җедәлхорлуқни көрдүм.
10 Улар кечә-күндүз сепилләр үстидә ғадийип жүрмәктә; Шәһәр ичини қабаһәт вә шумлуқ қаплиди.
11 Һарам арзу-һәвәсләр униң ичидә туриду, Сахтилиқ вә һейлә-микирлик, кочилардин кәтмәйду.
12 Әгәр дүшмән мени мәсқирә қилған болса, униңға сәвир қилаттим; Бирақ мени кәмситип, өзини махтиған адәм маңа өчмәнләрдин әмәс еди; Әгәр шундақ болған болса, униңдин өзүмни қачураттим;
13 Лекин буни қилған сән екәнлигиңни — Мениң бурадирим, сирдишим, әзиз достум болуп чиқишиңни ойлимаптимән!
14 Халайиққа қетилип, Худаниң өйигә иккимиз биллә маңған едуқ, Өз ара шерин параңларда болған едуқ;
15 Мошундақ [сатқунларни] өлүм туюқсиз чөчитивәтсун! Улар тәһтисараға тирик чүшкәй! Чүнки уларниң маканлирида, уларниң арисида рәзиллик турмақта. (Sheol )
16 Лекин мән болсам, Худаға нида қилимән; Пәрвәрдигар мени қутқузиду.
17 Әтигини, ахшими вә чүштә, Дәрдимни төкүп пәряд көтиримән; У җәзмән садайимға қулақ салиду.
18 У маңа қарши қилинған җәңдин мени аман қилиду; Гәрчә көп адәмләр мени қоршавға алған болсиму.
19 Тәңри — әзәлдин тәхттә олтирип кәлгүчи! [У наләмни] аңлап уларни бир тәрәп қилиду; (Селаһ) Чүнки уларда һеч өзгиришләр болмиди; Улар Худадин һеч қорқмайду.
20 [Һелиқи бурадирим] өзи билән дост болғанларға мушт көтәрди; Өз әһдисини бузуп ташлиди.
21 Ағзи сериқ майдинму юмшақ, Бирақ көңли җәңдур униң; Униң сөзлири яғдинму силиқ, Әмәлийәттә суғуруп алған қиличлардур.
22 Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой, У сени йөләйду; У һәққанийларни һәргиз тәврәтмәйду.
23 Бирақ, сән Худа әшу рәзилләрни һалакәт һаңиға чүшүрисән; Қанхорлар вә һейлигәрләр өмриниң йериминиму көрмәйду; Бирақ мән болсам, саңа тайинимән.