< Зәбур 52 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»; Едомлуқ Доәг Саул падишаниң йениға берип: «Давут Ахимәләкниң өйигә кирди» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған: — И ночи батур, Немә үчүн рәзиллигиңдин махтинисән? Тәңриниң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур.
Neghmichilerning béshigha tapshurulup oqulsun dep, Dawut yazghan «Masqil»; Édomluq Doeg Saul padishahning yénigha bérip: «Dawut Aximelekning öyige kirdi» dep ayghaqchiliq qilghandin kéyin yézilghan: — I nochi batur, Néme üchün rezillikingdin maxtinisen? Tengrining özgermes muhebbiti menggülüktur.
2 Өткүр устира кәби, Тилиң зәһәр чачмақчи, У ялғанчилиқ тоқуватиду.
Ötkür ustira kebi, Tiling zeher chachmaqchi, U yalghanchiliq toquwatidu.
3 Сән яхшилиқниң орнида яманлиқни, Һәқ сөзләшниң орнида ялғанчилиқни яхши көрисән;
Sen yaxshiliqning ornida yamanliqni, Heq sözleshning ornida yalghanchiliqni yaxshi körisen;
4 Һаман адәмни набут қилидиған сөзләрни яхши көрисән, и алдамчи тил!
Haman ademni nabut qilidighan sözlerni yaxshi körisen, i aldamchi til!
5 Бәрһәқ, Тәңри охшашла сени мәңгүгә йоқитиду; У сени тутувалиду, йәни өз чедириңдин тартип чиқиду; Тирикләрниң зиминидин сени йилтизиңдин қомуруп ташлайду. (Селаһ)
Berheq, Tengri oxshashla séni menggüge yoqitidu; U séni tutuwalidu, yeni öz chédiringdin tartip chiqidu; Tiriklerning zéminidin séni yiltizingdin qomurup tashlaydu. (Sélah)
6 Һәққанийлар буни көрүп қорқушиду, Вә уни мәсқирә қилип күлүп: —
Heqqaniylar buni körüp qorqushidu, We uni mesxire qilip külüp: —
7 «Қараңлар, Худани өз йөләнчиси қилмиған адәм, Пәқәт өз байлиқлириниң көплүгигә таянған адәм; У ач көзлүги билән күчләнди» — дәйду.
«Qaranglar, Xudani öz yölenchisi qilmighan adem, Peqet öz bayliqlirining köplükige tayan’ghan adem; U ach közlüki bilen küchlendi» — deydu.
8 Мән болсам Худаниң өйидә өскән барақсан зәйтун дәрәқтәкмән, Мән Худаниң өзгәрмәс муһәббитигә мәңгүгә тайинимән.
Men bolsam Xudaning öyide ösken baraqsan zeytun derextekmen, Men Xudaning özgermes muhebbitige menggüge tayinimen.
9 Мән Саңа әбәдил-әбәт тәшәккүр ейтимән; Чүнки Сән бу ишларни қилдиңсән; Мөмин бәндилириң алдида намиңға тәлмүрүп күтимән; Мошундақ қилиш әладур.
Men Sanga ebedil’ebed teshekkür éytimen; Chünki Sen bu ishlarni qildingsen; Mömin bendiliring aldida naminggha telmürüp kütimen; Mushundaq qilish eladur.