< Зәбур 5 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, нәйләр билән оқулсун дәп, Давут язған күй: — Мениң сөзлиримгә қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар, Мениң аһлиримға көңүл бөлгәйсән.
Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, nǝylǝr bilǝn oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy: — Mening sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ salƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar, Mening aⱨlirimƣa kɵngül bɵlgǝysǝn.
2 Көтәргән пәрядлиримни аңла, мениң Падишасим, мениң Худайим, Чүнки саңила дуа қилимән.
Kɵtürgǝn pǝryadlirimni angla, mening Padixaⱨim, mening Hudayim, Qünki sangila dua ⱪilimǝn.
3 И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән; Мән сәһәрдә өзүмни Саңа қаритимән, Жуқириға көз тикимән.
I Pǝrwǝrdigar, sǝⱨǝrdǝ Sǝn awazimni anglaysǝn; Mǝn sǝⱨǝrdǝ ɵzümni Sanga ⱪaritimǝn, Yuⱪiriƣa kɵz tikimǝn.
4 Чүнки Сән рәзилликтин һозур алғучи илаһ әмәсдурсән; Яманлиқ һәргиз Сән билән биллә турмайду.
Qünki Sǝn rǝzilliktin ⱨuzur alƣuqi ilaⱨ ǝmǝsdursǝn; Yamanliⱪ ⱨǝrgiz Sǝn bilǝn billǝ turmaydu.
5 Почи-тәкәббурлар көзүң алдида туралмайду; Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси Саңа жиркиничликтур.
Poqi-tǝkǝbburlar kɵzüng aldida turalmaydu; Ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarning ⱨǝmmisi Sanga yirginqliktur.
6 Ялған сөзлигүчиләрниң һәммисини һалак қилисән; Пәрвәрдигар қанхор, алдамчи кишиләргә нәпрәт қилур.
Yalƣan sɵzligüqilǝrning ⱨǝmmisini ⱨalak ⱪilisǝn; Pǝrwǝrdigar ⱪanhor, aldamqi kixilǝrgǝ nǝprǝt ⱪilur.
7 Бирақ мән болсам, меһри-шәпқитиңниң кәңричилигидин өйүңгә киримән; Саңа болған әймиништин муқәддәс ибадәтханаңға қарап сәҗдә қилимән;
Biraⱪ mǝn bolsam, meⱨri-xǝpⱪitingning kǝngriqilikidin ɵyünggǝ kirimǝn; Sanga bolƣan ǝyminixtin muⱪǝddǝs ibadǝthanangƣa ⱪarap sǝjdǝ ⱪilimǝn;
8 Мени өч көргәнләр түпәйлидин Өз һәққанийлиғиң билән мени йетәклигәйсән, и Пәрвәрдигар; Йолуңни алдимда түз қилғин.
Meni ɵq kɵrgǝnlǝr tüpǝylidin Ɵz ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing bilǝn meni yetǝkligǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar; Yolungni aldimda tüz ⱪilƣin.
9 Чүнки уларниң ағзида һеч қандақ сәмимийлик йоқтур; Уларниң ички дунияси болса пасиқлиқтур, Уларниң галлири ечилған қәбирдәк сесиқтур, Улар тили билән хушамәт қиливатиду.
Qünki ularning aƣzida ⱨeqⱪandaⱪ sǝmimiylik yoⱪtur; Ularning iqki dunyasi bolsa pasiⱪliⱪtur, Ularning galliri eqilƣan ⱪǝbridǝk sesiⱪtur, Ular tili bilǝn huxamǝt ⱪiliwatidu.
10 Уларниң гунайини бекиткәйсән, и Худа; Улар өз планлири билән өзлири моллақ атсун; Уларни өзлириниң нурғунлиған итаәтсизликлири билән һайдап чиқарғайсән; Чүнки улар Саңа асийлиқ қилди.
Ularning gunaⱨini bekitkǝysǝn, i Huda; Ular ɵz pilanliri bilǝn ɵzliri mollaⱪ atsun; Ularni ɵzlirining nurƣunliƣan itaǝtsizlikliri bilǝn ⱨǝydǝp qiⱪarƣaysǝn; Qünki ular Sanga asiyliⱪ ⱪildi.
11 Шундақ қилғанда Саңа таянғанларниң һәммиси шатлиниду; Улар мәңгү шатлиқ билән тәнтәнә қилиду; Сән уларни қоғдайсән; Сениң намиңни сөйгәнләр сениңдин яйрайду.
Xundaⱪ ⱪilƣanda Sanga tayanƣanlarning ⱨǝmmisi xadlinidu; Ular mǝnggü xadliⱪ bilǝn tǝntǝnǝ ⱪilidu; Sǝn ularni ⱪoƣdaysǝn; Sening namingni sɵygǝnlǝr seningdin yayraydu.
12 Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, һәққаний адәмгә бәхит ата қилисән; Уни шапаитиң билән қалқан кәби орайсән.
Qünki Sǝn, i Pǝrwǝrdigar, ⱨǝⱪⱪaniy adǝmgǝ bǝht ata ⱪilisǝn; Uni xapaiting bilǝn ⱪalⱪan kǝbi oraysǝn.