< Зәбур 49 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — И барлиқ хәлиқләр, көңүл қоюп аңлаңлар! Йәр йүзидә туруватқанлар, қулақ селиңлар!
2 Мәйли аддий пухра, я есилзадиләр, Я бай, я гадайлар болсун, һәммиңлар аңлаңлар!
3 Ағзим даналиқни сөзләйду, Дилим әқилгә уйғун ишларни ойлап чиқиду.
4 Қулиқим һекмәтлик тәмсилни зән қоюп аңлайду, Чилтар челип сирлиқ сөзни ечип беримән.
5 Еғир күнләрдә, мени қилтаққа чүшүрмәкчи болғанларниң қәбиһликлири әтрапимда болсиму, Мән немишкә қорқидикәнмән?
6 Улар байлиқлириға тайиниду, Мал-мүлүклириниң зорлуғи билән чоңчилиқ қилиду;
7 Инсан мәңгүгә яшап, Гөр-һаңни көрмәслиги үчүн, Һеч ким өз бурадәриниң һаятини пул билән қайтурувалалмайду; Вә яки Худаға униң җенини қутулдурғидәк бани берәлмәйду; (Чүнки униң җениниң баһаси интайин қиммәт, Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур)
8
9
10 Һәммигә аянки, данишмән адәмләрму өлиду; Һәммә адәм билән тәң, надан вә һамақәтләр биллә һалак болиду, Шундақла улар мал-дуниясини өзгиләргә қалдуруп кетиду.
11 Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә, Макан-туралғулиримиз дәвирдин-дәвиргичә болиду»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду.
12 Бирақ инсан өзиниң нам-иззитидә туривәрмәйду, У һалак болған һайванлардәк кетиду.
13 Уларниң мошу йоли дәл уларниң наданлиғидур; Лекин уларниң кәйнидин дунияға кәлгәнләр, йәнила уларниң ейтқан сөзлиригә апирин оқуйду. (Селаһ)
14 Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду; Өлүм уларни өз озуғи қилиду; Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду; Уларниң гөзәллиги чиритилишқа тапшурулиду; Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур! (Sheol )
15 Бирақ Худа җенимни тәһтисараниң илкидин қутқузиду; Чүнки У мени қобул қилиду. (Селаһ) (Sheol )
16 Бириси бейип кетип, Аилә-җәмәтиниң абройи өсүп кәтсиму, Қорқма;
17 Чүнки у өлгәндә һеч нәрсисини елип кетәлмәйду; Униң шөһрити униң билән биллә [гөргә] чүшмәйду.
18 Гәрчә у өмүр бойи өзини бәхитлик чағлиған болсиму, (Бәрһәқ, кишиләр ронақ тапқиниңда, әлвәттә сени һаман махтайду)
19 Ахири берип, у йәнила ата-бовилириниң йениға кетиду; Улар мәңгүгә йоруқлуқни көрәлмәйду.
20 Инсан иззәт-абройда болуп, лекин йорутулмиса, Һалак болидиған һайванларға охшаш болиду, халас.