< Зәбур 49 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — И барлиқ хәлиқләр, көңүл қоюп аңлаңлар! Йәр йүзидә туруватқанлар, қулақ селиңлар!
(고라 자손의 시. 영장으로 한 노래) 만민들아 이를 들어라 세상의 거민들아 귀를 기울이라
2 Мәйли аддий пухра, я есилзадиләр, Я бай, я гадайлар болсун, һәммиңлар аңлаңлар!
귀천 빈부를 물론하고 다 들을지어다
3 Ағзим даналиқни сөзләйду, Дилим әқилгә уйғун ишларни ойлап чиқиду.
내 입은 지혜를 말하겠고 내 마음은 명철을 묵상하리로다
4 Қулиқим һекмәтлик тәмсилни зән қоюп аңлайду, Чилтар челип сирлиқ сөзни ечип беримән.
내가 비유에 내 귀를 기울이고 수금으로 나의 오묘한 말을 풀리로다
5 Еғир күнләрдә, мени қилтаққа чүшүрмәкчи болғанларниң қәбиһликлири әтрапимда болсиму, Мән немишкә қорқидикәнмән?
죄악이 나를 따라 에우는 환난의 날에 내가 어찌 두려워하랴
6 Улар байлиқлириға тайиниду, Мал-мүлүклириниң зорлуғи билән чоңчилиқ қилиду;
자기의 재물을 의지하고 풍부함으로 자긍하는 자는
7 Инсан мәңгүгә яшап, Гөр-һаңни көрмәслиги үчүн, Һеч ким өз бурадәриниң һаятини пул билән қайтурувалалмайду; Вә яки Худаға униң җенини қутулдурғидәк бани берәлмәйду; (Чүнки униң җениниң баһаси интайин қиммәт, Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур)
아무도 결코 그 형제를 구속하지 못하며 저를 위하여 하나님께 속전을 바치지도 못할 것은
8
저희 생명의 구속이 너무 귀하며 영영히 못할 것임이라
9
저로 영존하여 썩음을 보지 않게 못하리니
10 Һәммигә аянки, данишмән адәмләрму өлиду; Һәммә адәм билән тәң, надан вә һамақәтләр биллә һалак болиду, Шундақла улар мал-дуниясини өзгиләргә қалдуруп кетиду.
저가 보리로다 지혜있는 자도 죽고 우준하고 무지한 자도 같이 망하고 저희 재물을 타인에게 끼치는도다
11 Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә, Макан-туралғулиримиз дәвирдин-дәвиргичә болиду»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду.
저희의 속 생각에 그 집이 영영히 있고 그 거처가 대대에 미치리라 하여 그 전지를 자기 이름으로 칭하도다
12 Бирақ инсан өзиниң нам-иззитидә туривәрмәйду, У һалак болған һайванлардәк кетиду.
사람은 존귀하나 장구치 못함이여 멸망하는 짐승같도다
13 Уларниң мошу йоли дәл уларниң наданлиғидур; Лекин уларниң кәйнидин дунияға кәлгәнләр, йәнила уларниң ейтқан сөзлиригә апирин оқуйду. (Селаһ)
저희의 이 행위는 저희의 우매함이나 후세 사람은 오히려 저희 말을 칭찬하리로다 (셀라)
14 Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду; Өлүм уларни өз озуғи қилиду; Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду; Уларниң гөзәллиги чиритилишқа тапшурулиду; Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур! (Sheol h7585)
양 같이 저희를 음부에 두기로 작정되었으니 사망이 저희 목자일 것이라 정직한 자가 아침에 저희를 다스리리니 저희 아름다움이 음부에서 소멸하여 그 거처조차 없어지려니와 (Sheol h7585)
15 Бирақ Худа җенимни тәһтисараниң илкидин қутқузиду; Чүнки У мени қобул қилиду. (Селаһ) (Sheol h7585)
하나님은 나를 영접하시리니 이러므로 내 영혼을 음부의 권세에서 구속하시리로다 (셀라) (Sheol h7585)
16 Бириси бейип кетип, Аилә-җәмәтиниң абройи өсүп кәтсиму, Қорқма;
사람이 치부하여 그 집 영광이 더할 때에 너는 두려워 말지어다
17 Чүнки у өлгәндә һеч нәрсисини елип кетәлмәйду; Униң шөһрити униң билән биллә [гөргә] чүшмәйду.
저가 죽으매 가져가는 것이 없고 그 영광이 저를 따라 내려가지 못함이로다
18 Гәрчә у өмүр бойи өзини бәхитлик чағлиған болсиму, (Бәрһәқ, кишиләр ронақ тапқиниңда, әлвәттә сени һаман махтайду)
저가 비록 생시에 자기를 축하하며 스스로 좋게 함으로 사람들에게 칭찬을 받을지라도
19 Ахири берип, у йәнила ата-бовилириниң йениға кетиду; Улар мәңгүгә йоруқлуқни көрәлмәйду.
그 역대의 열조에게로 돌아가리니 영영히 빛을 보지 못하리로다
20 Инсан иззәт-абройда болуп, лекин йорутулмиса, Һалак болидиған һайванларға охшаш болиду, халас.
존귀에 처하나 깨닫지 못하는 사람은 멸망하는 짐승같도다

< Зәбур 49 >