< Зәбур 48 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Улуқдур Пәрвәрдигар, Худайимизниң шәһиридә, Униң муқәддәслиги турған тағда, У зор мәдһийәләргә лайиқтур!
Neghmichilerning béshigha tapshurulup oqulsun dep, Korahning oghulliri üchün yézilghan küy: — Ulughdur Perwerdigar, Xudayimizning shehiride, Uning muqeddesliki turghan taghda, U zor medhiyelerge layiqtur!
2 Егизлигидин көркәм, Зион теғи, Пүткүл җаһанниң хурсәнлигидур; Шималий тәрәплири гөзәлдур, Бүйүк падишаниң шәһиридур!
Égizlikidin körkem, Zion téghi, Pütkül jahanning xursenlikidur; Shimaliy terepliri güzeldur, Büyük padishahning shehiridur!
3 Худа қорғанлирида туриду, Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду;
Xuda qorghanlirida turidu, Bu yerde U égiz panahgah dep tonulidu;
4 Мана, падишалар жиғилди, Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди.
Mana, padishahlar yighildi, Ular sheherni bésip ötüp, jem boldi.
5 [Шәһәрни] көрүпла улар алақзадә болди; Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти.
[Sheherni] körüpla ular alaqzade boldi; Dekke-dükkige chüshüp beder qéchishti.
6 У йәрдә уларни титрәк басти, Толғақ йегән аялдәк улар азапланди;
U yerde ularni titrek basti, Tolghaq yégen ayaldek ular azablandi;
7 Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң.
Sen Tarshishtiki kémilerni sherq shamili bilen weyran qiliwetting.
8 Қулиқимиз аңлиғанни, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә, Худайимизниң шәһиридә, Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ; Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду. (Селаһ)
Quliqimiz anglighanni, Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning shehiride, Xudayimizning shehiride, Biz hazir öz közimiz bilen shundaq körduq; Xuda menggüge uni mustehkem qilidu. (Sélah)
9 Биз сениң муқәддәс ибадәтханаң ичидә туруп, и Худа, Өзгәрмәс муһәббитиңни сеғиндуқ.
Biz séning muqeddes ibadetxanang ichide turup, i Xuda, Özgermes muhebbitingni séghinduq.
10 Намиңға лайиқтур, Җаһанниң чәт-чәтлиригичә йәткүзүлгән мәдһийилириң, и Худа; Сениң оң қолуң һәққанийлиқ билән толған.
Naminggha layiqtur, Jahanning chet-chetlirigiche yetküzülgen medhiyiliring, i Xuda; Séning ong qolung heqqaniyliq bilen tolghan.
11 Сениң адил һөкүмлириңдин, Зион теғи шатланғай! Йәһуда қизлири хошал болғай!
Séning adil hökümliringdin, Zion téghi shadlan’ghay! Yehuda qizliri xushal bolghay!
12 Зион теғини айлинип меңип, Әтрапида сәйли қилиңлар; Униң мунарлирини санап беқиңлар;
Zion téghini aylinip méngip, Etrapida seyli qilinglar; Uning munarlirini sanap béqinglar;
13 Кейинки әвлатқа уни баян қилиш үчүн, Сепил-истиһкамлирини көңүл қоюп күзитиңлар, Қорғанлирини көздин кәчүрүңлар.
Kéyinki ewladqa uni bayan qilish üchün, Sépil-istihkamlirini köngül qoyup közitinglar, Qorghanlirini közdin kechürünglar.
14 Чүнки бу Худа әбәдил-әбәт бизниң Худайимиздур; У өмүрвайәт бизниң йетәкчимиз болиду!
Chünki bu Xuda ebedil’ebed bizning Xudayimizdur; U ömürwayet bizning yétekchimiz bolidu!