< Зәбур 46 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Пак қизлар үчүн» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Худа панаһгаһимиз вә қудритимиздур; Күлпәтләр чүшкән һаман һазир болидиған бир ярдәмчидур.
2 Шуңа йәр-зимин өңтүрүлүп, тағлар гүмүрүлүп деңиз тәглиригә чүшүп кәтсиму, Униң долқунлири шавқунлинип қайнам болсиму, Өркәшлири билән тағлар силкинип кәтсиму, Қорқмаймиз. (Селаһ)
3
4 Худаниң шәһирини — Йәни Һәммидин Алий Болғучи маканлашқан муқәддәс җайни, Хурсән қилидиған еқинлири шахлиған бир дәрия бардур.
5 Худа униң оттурисидидур; У йәр һәргиз тәвримәйду; Худа таң етиш биләнла униңға ярдәмгә келиду.
6 [Барлиқ] әлләр қайнап, падишалиқлар титрәп кәтти; У авазини қоювәткән һаман, Йәр ерип кетиду.
7 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә; Яқупниң Худаси егиз қорғинимиздур! (Селаһ)
8 Келиңлар, Пәрвәрдигарниң қилғанлирини көрүңлар! У йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар!
9 У, җаһанниң у четигичә болған урушларни тохтитиду; У оқяларни сундуриду, Нәйзиләрни оштуветиду, Җәң һарвулирини отта көйдүриветиду.
10 У: «Тохташ, мениң Худа екәнлигимни билип қоюш! Мән пүткүл әлләр арисида улуқлинимән; Мән йәр йүзидә “бүйүк” дәп қарилимән» — дәйду.
11 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә, Яқупниң Худаси бизниң егиз қорғинимиздур!