< Зәбур 45 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллириға тапшурулған, «сөйүмлүк яр үчүн» дегән «Масқил» мунаҗат-нахша: — Қәлбимдин гөзәл иш тоғрисида сөзләр урғуп чиқмақта; Падишаға беғишлиған мунаҗитимни ейтимән; Тилим гоя маһир шаирниң қәлимидур;
Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Nilupǝrlǝr» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp, Koraⱨning oƣulliriƣa tapxurulƣan, «sɵyümlük yar üqün» degǝn «Masⱪil» munajat-nahxa: — Ⱪǝlbimdin güzǝl ix toƣrisida sɵzlǝr urƣup qiⱪmaⱪta; Padixaⱨⱪa beƣixliƣan munajitimni eytimǝn; Tilim goya maⱨir xairning ⱪǝlimidur;
2 Инсан балилири ичидә сән әң гөзәлдурсән; Ләвлириң шапаәт билән толдурулғандур; Шуңа Худа саңа мәңгүгә рәхмәт қилди.
Insan baliliri iqidǝ sǝn ǝng güzǝldursǝn; Lǝwliring xapaǝt bilǝn toldurulƣandur; Xunga Huda sanga mǝnggügǝ rǝⱨmǝt ⱪildi.
3 И бүйүк болғучи, Қиличиңни асқин йениңға, Һәйвитиң вә шану-шәвкитиң билән!
I büyük bolƣuqi, Ⱪiliqingni asⱪin yeningƣa, Ⱨǝywiting wǝ xanu-xǝwkiting bilǝn!
4 Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда, Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас! Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду!
Ⱨǝⱪiⱪǝt, kǝmtǝrlik ⱨǝm adalǝtni alƣa sürüxkǝ atlanƣiningda, Xanu-xǝwkǝt iqidǝ ƣǝlibǝ bilǝn alƣa bas! Xuning bilǝn ong ⱪolung ɵzünggǝ karamǝt ⱪorⱪunqluⱪ ixlarni kɵrsitidu!
5 Сениң оқлириң өткүрдур, Улар падишаниң дүшмәнлириниң жүригигә санҗилиду; Пүтүн әлләр айиғиңға жиқитилиду.
Sening oⱪliring ɵtkürdur, Ular padixaⱨning düxmǝnlirining yürikigǝ sanjilidu; Pütün ǝllǝr ayiƣingƣa yiⱪitilidu.
6 Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Падишаһлиғиңдики Шаһанә һасаң, адаләтниң һасисидур.
Sening tǝhting, i Huda, ǝbǝdil’ǝbǝdliktur; Padixaⱨliⱪingdiki Xaⱨanǝ ⱨasang, adalǝtning ⱨasisidur.
7 Сән һәққанийлиқни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни сениң Худайиң, сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди.
Sǝn ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni sɵyüp, rǝzillikkǝ nǝprǝtlinip kǝlgǝnsǝn; Xunga Huda, yǝni sening Hudaying, seni ⱨǝmraⱨliringdin üstün ⱪilip xadliⱪ meyi bilǝn mǝsiⱨ ⱪildi.
8 Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду; Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду.
Sening kiyimliringdin murmǝkki, muǝttǝr wǝ darqin ⱨidi kelidu; Pil qixi sarayliridiki sazǝndilǝrning tarliⱪ sazliri seni hursǝn ⱪilidu.
9 Падишаһларниң мәликилири һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур; Ханишиң Офирдики сап алтун [зибу-зинәтләрни] тақап оң қолуңда туриду;
Padixaⱨlarning mǝlikiliri ⱨɵrmǝtlik kenizǝkliringning ⱪatarididur; Hanixing Ofirdiki sap altun [zibu-zinǝtlǝrni] taⱪap ong ⱪolungda turidu;
10 «Аңлиғин, и қизим, көргин, сөзлиримгә қулақ салғин; Өз қәбиләң вә ата җәмәтиңни унтуп қал!
«Angliƣin, i ⱪizim, kɵrgin, sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ salƣin; Ɵz ⱪǝbilǝng wǝ ata jǝmǝtingni untup ⱪal!
11 Шуниң билән падиша гөзәл җамалиңға мәптун болиду; У сениң ғоҗаң, сән униңға сәҗдә қил».
Xuning bilǝn padixaⱨ güzǝl jamalingƣa mǝptun bolidu; U sening hojang, sǝn uningƣa sǝjdǝ ⱪil».
12 Тур шәһириниң қизи [алдиңда] соға билән һазир болиду; Халайиқ арисидики байлар сениң шапаитиңни күтиду;
Tur xǝⱨirining ⱪizi [aldingda] sowƣa bilǝn ⱨazir bolidu; Halayiⱪ arisidiki baylar sening xapaitingni kütidu;
13 Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур, Униң кийимлириму зәр билән кәштиләнгән;
Xaⱨanǝ ⱪizning iqki dunyasi pütünlǝy parlaⱪtur, Uning kiyimlirimu zǝr bilǝn kǝxtilǝngǝn;
14 У кәштилик кийимләр билән падишаниң һозуриға кәлтүрүлиду; Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду;
U kǝxtilik kiyimlǝr bilǝn padixaⱨning ⱨuzuriƣa kǝltürülidu; Kǝynidin uningƣa ⱪoldax kenizǝklǝrmu billǝ yeningƣa elip kelinidu;
15 Улар хушал-хурам, шатлиқ ичидә башлап келиниду; Улар бирликтә падишаниң ордисиға киришиду.
Ular huxal-huram, xadliⱪ iqidǝ baxlap kelinidu; Ular birliktǝ padixaⱨning ordisiƣa kirixidu.
16 «Ата-бовилириңниң орниға оғуллириң чиқиду; Сән уларни пүткүл җаһанға һаким қилисән.
«Ata-bowiliringning orniƣa oƣulliring qiⱪidu; Sǝn ularni pütkül jaⱨanƣa ⱨakim ⱪilisǝn.
17 Мән сениң намиңни әвлатдин-әвлатқа яд әткүзимән; Шуңлашқа барлиқ қовмлар сени әбәдил-әбәткичә мәдһийиләйду».
Mǝn sening namingni ǝwladdin-ǝwladⱪa yad ǝtküzimǝn; Xunglaxⱪa barliⱪ ⱪowmlar seni ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mǝdⱨiyilǝydu».