< Зәбур 44 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»: — И Худа, өз қулақлиримиз билән аңлидуқ, Атилиримиз бизгә баян қилип, Өз күнлиридә, йәни қедимки заманларда Сениң қилған зор ишлириңни уқтурған еди;
2 Сән [ата-бовилиримизниң алдида] Өз қолуң билән ят әлләрни қоғливетип, Уларниң [зиминиға ата-бовилиримизни] орунлаштурдуң; Ят қовмларға апәт чүшүрүп, уларни тарқитивәттиң.
3 Бәрһәқ, бовилиримиз зиминни өз қиличи билән алғини йоқ, Өз билиги билән өзлирини қутқузғиниму йоқ; Бу бәлки Сениң оң қолуң, Сениң билигиң вә җамалиңниң нуриниң қилғинидур; Чүнки Сән улардин хурсәнлик таптиң.
4 Сән Өзүң мениң падишасимдурсән, и Худа, Сән Яқуп үчүн ғәлибиләр буйруғучидурсән.
5 Сән арқилиқ биз рәқиплиримизни һайдиветимиз; Намиң билән өзимизгә қарши турғанларни чәйләймиз;
6 Чүнки өз оқяйимға таянмаймән, Қиличимму мени қутқузалмайду.
7 Чүнки Сән бизни рәқиплиримиздин қутқуздуң, Бизгә өч болғанларни йәргә қараттиң.
8 Худани күн бойи иптихарлинип махтаймиз; Намиңни әбәдил-әбәткичә мәдһийиләймиз. (Селаһ)
9 Бирақ Сән [һазир] бизни ташлаветип аһанәткә қалдурдуң; Қошунлиримиз билән җәңгә биллә чиқмайсән.
10 Сән рәқиплиримиз алдида бизни чекиндүрдүң; Бизни өчмәнләргә халиғанчә талан-тараҗ қилдурдуң.
11 Союшқа тапшурулған қойлардәк, бизни уларға тапшурдуң, Әлләр арисиға бизни тарқитивәттиң.
12 Сән Өз хәлқиңни бекарға сетивәттиң, Униң қиммитидин Өзүң һеч бейип кәтмидиң;
13 Сән бизни хошна әлләрниң мәсқирисигә қалдурғансән; Әтрапимиздикиләргә аһанәт, заңлиқ объекти қилдиңсән.
14 Сән бизни әлләр арисида сөз-чөчәккә қойдуңсән, Ят қовмлар бизгә баш чайқишип қарашмақта.
15 Мәсқирә һәм күпүрлүк ейтқучиларниң авази түпәйлидин, Дүшмәнләр вә өч алғучилар түпәйлидин, Күн бойи уятим алдимдин кәтмәйду, Йүзүмниң номуси мени чирмивалди.
16
17 Мана буларниң һәммиси бешимизға чүшти; Бирақ биз Сени унтумидуқ, Яки әһдәңгә һеч асийлиқ қилмидуқ;
18 Қәлбимиз һеч янмиди, Саңа садақәтсизлик қилмидуқ, Қәдәмлиримиз йолуңдин һеч езип кәтмиди.
19 Бирақ Сән бизни чилбөриләр маканида әздиң, Бизгә өлүм сайисини чаплаштурдуң.
20 Әгәр биз Худайимизниң намини унтуған болсақ, Яки ят бир илаһқа қол көтәргән болсақ,
21 Худа Сән чоқум буни сүрүштә қилмас едиңму, Қәлбтики сирларни билип туридиған турсаң?
22 Бирақ Сән түпәйли биз күн бойи қирилмақтимиз; Боғузлинишни күтүп турған қойлар кәби һесапланмақтимиз.
23 Ойған, и рәб! Немишкә ухлап ятисән? Орнуңдин тур, бизни мәңгүгә ташлавәтмигәйсән!
24 Немишкә йүзүңни биздин йошурисән? Немишкә күлпәтлиримизгә, учриған зулумлиримизға писәнт қилмайсән?
25 Қариғина, җенимиз тупрақта беғирлап жүриду; Тенимиз йәргә чаплашти;
26 Орнуңдин туруп бизгә ярдәмдә болғайсән! Өзүңниң өзгәрмәс муһәббитиң сәвәвидин, Бизләрни һөрлүккә чиқарғайсән!