< Зәбур 43 >
1 И Пәрвәрдигар, мән тоғрилиқ һөкүм чиқарғайсән, Дәвайимни әқидисиз бир хәлиқ алдида сориғайсән; Мени һейлигәр һәм қәбиһ адәмдин қутулдурғайсән.
2 Чүнки Сән панаһгаһим болған Худадурсән; Немишкә мени ташлавәткәнсән? Немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап, Һемишә азап чекип жүриватимән?» — дәймән.
3 Өз һәқиқитиң вә нуруңни әвәткин, Улар мени йетәклигәй! Мени муқәддәс теғиңға, Маканиңға елип кәлгәй!
4 Шуниң билән мән Худаниң қурбангаһи алдиға барай, Йәни мениң чәксиз хушлуғум болған Тәңриниң йениға барай; Бәрһәқ, чилтар челип Сени мәдһийиләймән, и Худа, мениң Худайим!
5 И җеним, сән немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ беарам болуп кетисән? Худаға үмүт бағла! Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!