< Зәбур 42 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»: — Кейик ериқлардики суға тәшна болғандәк, Җеним саңа тәшнадур, и Худа.
Neghmichilerning béshigha tapshurulup oqulsun dep, Korahning oghulliri üchün yézilghan «Masqil»: — Kéyik ériqlardiki sugha teshna bolghandek, Jénim sanga teshnadur, i Xuda.
2 Мениң җеним Худаға, һаят Тәңригә интизардур; Аһ, мән қачанму Худаниң һозурида көрүнүшкә мүйәссәр болимән?
Méning jénim Xudagha, hayat Tengrige intizardur; Ah, men qachanmu Xudaning huzurida körünüshke müyesser bolimen?
3 Мениң кечә-күндүз йегиним көз яшлирим болуп кәлгән; Хәқләр күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» дәп сорайду.
Méning kéche-kündüz yéginim köz yashlirim bolup kelgen; Xeqler kün boyi mendin: «Xudaying qeyerde?» dep soraydu.
4 Өткән күнләрни әсләп, Җенимниң дәрдлирини төкүватимән (Мән көпчилик билән кетиветип, Худаниң өйигә тәнтәнә қилип меңип, Хошаллиқта Һәмдусана оқуп, нахша ейтип, Һейтни тәбриклигән топ-топ қошундәк, җамаәт билән биллә бараттим!).
Ötken künlerni eslep, Jénimning derdlirini töküwatimen (Men köpchilik bilen kétiwétip, Xudaning öyige tentene qilip méngip, Xushalliqta Hemdusana oqup, naxsha éytip, Héytni tebrikligen top-top qoshundek, jamaet bilen bille barattim!).
5 — И җеним, Сән тенимдә немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң? Худаға үмүт бағла; Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқтин, Мән Уни йәнила улуқлаймән, — Мениң Худайимни!
— I jénim, Sen ténimde némishqa bundaq qayghurisen? Némishqa ichimde bundaq meyüslinip ketting? Xudagha ümid baghla; Chünki Uning jamalidin chiqqan nijatliqtin, Men Uni yenila ulughlaymen, — Méning Xudayimni!
6 Җеним ичимдә мәйүслинип кәтти; Шуңа мән Сени сеғинимән; Һәтта мусапирлиқта Иордан дәрияси бойидики вадиларда, Һәрмон тағлирида, Мизар теғидиму Сени сеғинимән.
Jénim ichimde meyüslinip ketti; Shunga men Séni séghinimen; Hetta musapirliqta Iordan deryasi boyidiki wadilarda, Hermon taghlirida, Mizar téghidimu Séni séghinimen.
7 Сениң шарқиратмилириңниң авазлириға, Чоңқур һаң билән чоңқур һаң маслишип һөкиримәктә. Сениң һәммә долқунлириң һәм қайнам-ташқинлириң мени ғәриқ қилди.
Séning sharqiratmiliringning awazlirigha, Chongqur hang bilen chongqur hang masliship hörkirimekte. Séning hemme dolqunliring hem qaynam-tashqinliring méni gherq qildi.
8 Күндүзи Пәрвәрдигар өзгәрмәс муһәббитини [маңа] буйруйду, Кечилири Униң нахшиси, Вә һәм һаятим болған Тәңригә қилған дуа маңа һәмраһ болиду.
Kündüzi Perwerdigar özgermes muhebbitini [manga] buyruydu, Kéchiliri Uning naxshisi, We hem hayatim bolghan Tengrige qilghan dua manga hemrah bolidu.
9 Мән Қорам Тешим болған Худаға: — «Мени немишкә унтуп қалдиң? Мән немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап, Һемишә азап чекип жүрүватимән?» — дәймән.
Men Qoram Téshim bolghan Xudagha: — «Méni némishqa untup qalding? Men némishqa düshmenning zulumigha uchrap, Hemishe azab chékip yürüwatimen?» — deymen.
10 Сүйәклиримни әзгәндәк рәқиплирим мени мәсқирә қилип әйипләйду; Улар күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» — дәп соримақта.
Söngeklirimni ezgendek reqiblirim méni mesxire qilip eyibleydu; Ular kün boyi mendin: «Xudaying qeyerde?» — dep sorimaqta.
11 И җеним, тенимдә немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң? Худаға үмүт бағла; Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән! У мениң Худайимдур!
I jénim, ténimde némishqa bundaq qayghurisen? Némishqa ichimde bundaq meyüslinip ketting? Xudagha ümid baghla; Chünki men Uni yenila medhiyileymen, Yeni chirayimgha salametlik, nijatliq ata qilghuchi Xudayimni medhiyileymen! U méning Xudayimdur!