< Зәбур 41 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Ғериб-аҗизларға ғәмхорлуқ қилған киши нәқәдәр бәхитлик-һә! Еғир күнләрдә Пәрвәрдигар униңға панаһ болиду.
2 Пәрвәрдигар уни қоғдап, уни аман сақлайду; У зиминда туруп бәхитияр яшайду; Сән уни дүшмәнлириниң ихтияриға чүшүрмәйсән!
3 Орун тутуп зәиплишип ятқинида, Пәрвәрдигар униңға дәрман болиду; Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән.
4 Мән илтиҗа қилип: — «И Пәрвәрдигар, маңа меһриванлиқ көрсәткәйсән, Җенимға шипалиқ бәргәйсән; Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — дедим.
5 Дүшмәнлирим мән тоғрилиқ: — «У қачанму өлүп, нами-нәсли қуруп кетәр?» — дәп маңа яманлиқ тиләйду.
6 Бириси мени көргили кәлгән болса, У алдамчи сөзләрни қилиду; Улар кәйнимдин көңлидә шумлуқ топлап, Андин сиртларға чиқип шу ишларни тарқитип по атиду;
7 Маңа өч болғанларниң һәммиси маңа қарита өз ара кусурлишиду, Улар маңа зиянкәшлик қәстидә болиду.
8 Улар: «Униң бешиға җин-шәйтандин бир кесәл чаплашти; Әнди у орун тутуп йетип қалди; У қайтидин туралмайду» — дейишиду.
9 Һәтта сирдишим дәп ишәнгән қәдинас достум, Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегәнму маңа пут атти.
10 Бирақ Сән Пәрвәрдигар, маңа рәһим қилғайсән; Дүшмәнлиримдин интиқам елишқа, Мени турғузғайсән;
11 Дүшминимниң үстүмдин ғәлибә қилип шатланмиғинидин, Сени мәндин сөйүниду, дәп билимән.
12 Бирақ маңа кәлсәк, дурус болғанлиғимдин, сән мени йөләйсән; Сән мени мәңгү Өз һозуруңда қәд көтириткүзүп турғузисән.
13 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай! Амин! Амин!