< Зәбур 40 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға тәлмүрүп, күттүм, күттүм; У маңа егилип пәрядимни аңлиди.
2 У мени һалакәт орикидин, Шундақла патқақ лайдин тартивалди, Путлиримни уюлташ үстигә турғузуп, Қәдәмлиримни мустәһкәм қилди.
3 У ағзимға йеңи нахша-мунаҗатни, Йәни Худайимизни мәдһийиләшләрни салди; Нурғун хәлиқ буни көрүп, қорқиду, Һәм Пәрвәрдигарға тайиниду.
4 Тәкәббурлардин ярдәм издимәйдиған, Ялғанчилиққа езип кәтмәйдиған, Бәлки Пәрвәрдигарни өз таянчиси қилған киши бәхитликтур!
5 И Пәрвәрдигар Худайим, Сениң биз үчүн қилған карамәтлириң вә ой-нийәтлириңни барғансери көпәйтип, сан-санақсиз қилғансән, Кимму уларни бир-бирләп һесаплап Өзүңгә [рәхмәт қайтуруп] болалисун! Уларни сөзләп баштин-ахир баян қилай десәм, Уларни санап түгитиш мүмкин әмәс.
6 Нә қурбанлиқ, нә аш һәдийәләр Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Бирақ Сән маңа [сәзгүр] қулақларни ата қилдиң; Нә көйдүрмә қурбанлиқ, нә гуна қурбанлиғини тәләп қилмидиң;
7 Шуңа җавап бәрдимки — «Мана мән кәлдим!» — дедим. Орам язма дәстурда мән тоғрилиқ пүтүлгән: —
8 «Худайим, Сениң көңлүңдики ирадәң мениң хурсәнлигимдур; Сениң Тәврат қанунуң қәлбимгә пүтүклүктур».
9 Бүйүк җамаәт арисида туруп мән һәққанийлиқни җакалидим; Мана буларни өзүмдә қилчә елип қалғум йоқтур, И Пәрвәрдигар, Өзүң билисән.
10 Һәққанийлиғиңни қәлбимдә йошуруп жүрмидим; Вападарлиғиңни вә ниҗатлиғиңни җакалидим; Өзгәрмәс муһәббитиң вә һәқиқитиңни бүйүк җамаәткә һеч йошурмастин баян қилдим.
11 И Пәрвәрдигар, меһриванлиқлириңни мәндин айимиғайсән; Өзгәрмәс муһәббитиң вә һәқиқитиң һәрдайим мени сақлиғай!
12 Чүнки сансиз күлпәтләр мени оривалди; Қәбиһликлирим мени бесивелип, көрәлмәйдиған болдум; Улар бешимдики чечимдин көп, Җасаритим түгишип кәтти.
13 Мени қутқузушни тоғра тапқайсән, и Пәрвәрдигар! И Пәрвәрдигар, тез келип, маңа ярдәм қилғайсән!
14 Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар бирақла йәргә қаритилип рәсва қилинсун; Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай.
15 Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин алақзадә болуп кәтсун!
16 Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай! Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Пәрвәрдигар улуқлансун» дейишкәй!
17 Мән езилгән һәм йоқсул болсамму, Бирақ Рәб йәнила мени яд етиду; Сән мениң Ярдәмчим, мениң азат қилғучим; И Худайим, кечикмәй кәлгәйсән!