< Зәбур 4 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған күй. — Мән нида қилғинимда, маңа җавап бәргәйсән, И маңа һәққанийлиғим ата қилғучи Худа! Бесим астида қалғанда Сән мени кәңричиликкә чиқардиң; Маңа меһри-шәпқәт көрситип, дуайимни аңла!
Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, tarliⱪ sazlar bilǝn oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy. — Mǝn nida ⱪilƣinimda, manga jawab bǝrgǝysǝn, I manga ⱨǝⱪⱪaniyliⱪim ata ⱪilƣuqi Huda! Besim astida ⱪalƣanda Sǝn meni kǝngriqilikkǝ qiⱪarding; Manga meⱨir-xǝpⱪǝt kɵrsitip, duayimni angla!
2 И инсан балилири, силәр мениң шан-шәривимни қачанғичә аһанәткә қалдурисиләр? Қачанғичә беһудиликни сөйүп, Ялғанни издәп жүрисиләр? (Селаһ)
I insan baliliri, silǝr mening xan-xǝripimni ⱪaqanƣiqǝ aⱨanǝtkǝ ⱪaldurisilǝr? Ⱪaqanƣiqǝ biⱨudilikni sɵyüp, Yalƣanni izdǝp yürisilǝr? (Selaⱨ)
3 Бирақ шуни билип қоюңларки, Пәрвәрдигар ихласмәнләрни Өзигә хас қилған; Мән Униңға нида қилғинимда, Пәрвәрдигар аңлайду.
Biraⱪ xuni bilip ⱪoyunglarki, Pǝrwǝrdigar ihlasmǝnlǝrni Ɵzigǝ has ⱪilƣan; Mǝn Uningƣa nida ⱪilƣinimda, Pǝrwǝrdigar anglaydu.
4 Аччиғиңларға берилип, гуна қилмаңлар; Өз орнуңларда йетип, қәлбиңларда чоңқур ойлинип, Сүкүт қилиңлар. (Селаһ)
Aqqiⱪinglarƣa berilip, gunaⱨ ⱪilmanglar; Ɵz ornunglarda yetip, ⱪǝlbinglarda qongⱪur oylinip, Süküt ⱪilinglar. (Selaⱨ)
5 Һәққанийлиқ билән қурбанлиқларни қилиңлар, Вә Пәрвәрдигарға тайиниңлар.
Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn ⱪurbanliⱪlarni ⱪilinglar, Wǝ Pǝrwǝrdigarƣa tayininglar.
6 Көп хәлиқ: — «Ким бизгә яхшилиқ көрситәлисун?» — дәп соримақта; Җамалиңниң нури үстимизгә чүшсун, и Пәрвәрдигар!
Kɵp hǝlⱪ: — «Kim bizgǝ yahxiliⱪ kɵrsitǝlisun?» — dǝp sorimaⱪta; Jamalingning nuri üstimizgǝ qüxsun, i Pǝrwǝrdigar!
7 Ашлиқ вә йеңи шараплири молчилиқ болғанларниң хошаллиғидинму, Мениң қәлбимни бәкрәк хошаллиққа толдурдуң.
Axliⱪ wǝ yengi xarabliri molqiliⱪ bolƣanlarning huxalliⱪidinmu, Mening ⱪǝlbimni bǝkrǝk huxalliⱪⱪa toldurdung.
8 Мән ятай, һәм хатирҗәмликтә ухливалай; Чүнки мени бехәтәрликтә яшатқучи пәқәтла Сән, и Пәрвәрдигар!
Mǝn yatay, ⱨǝm hatirjǝmliktǝ uhliwalay; Qünki meni bihǝtǝrliktǝ yaxatⱪuqi pǝⱪǝtla Sǝn, i Pǝrwǝrdigar!

< Зәбур 4 >