< Зәбур 39 >
1 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — «Тилим гуна қилмисун дәп, Йоллиримға диққәт қилимән; Рәзилләр көз алдимда болса, мән ағзимға бир көшәк салимән» — дегән едим.
2 Мән сүкүт қилип, зуван сүрмидим, Һәтта яхшилиқ тоғрисидики сөзләрниму ағзимдин чиқармидим; Бирақ дил азавим техиму қозғалди.
3 Көңлүмдә зәрдәм қайниди, Ойланғансери от болуп янди; Андин тилим ихтиярсиз сөзләп кәтти.
4 И Пәрвәрдигар, өз әҗилимни, Күнлиримниң қанчилик екәнлигини маңа аян қилғин; Аҗиз инсан балиси екәнлигимни маңа билдүргин.
5 Мана, Сән күнлиримни пәқәт нәччә ғеричла қилдиң, Сениң алдиңда өмрүм йоқ һесавидидур. Бәрһәқ, барлиқ инсанлар тик турсиму, пәқәт бир тиниқла, халас. (Селаһ)
6 Бәрһәқ, һәр бир инсанниң һаяти худди бир көләңгидур, Уларниң алдирап-салдирашлири беһудә аваричиликтур; Улар байлиқларни топлайду, лекин кейин бу байлиқларни кимниң қолиға җуғлинидиғанлиғини билмәйду.
7 И Рәб, әнди мән немини күтимән? Мениң үмүтүм саңила бағлиқтур.
8 Мени барлиқ асийлиқлиримдин қутқузғайсән, Мени һамақәтләрниң мәсқирисигә қалдурмиғайсән.
9 Сүкүт қилип зуван сүрмидим; Чүнки мана, мошу [җазани] Өзүң жүргүзгәнсән.
10 Мени салған вабайиңни мәндин нери қилғайсән; Чүнки қолуңниң зәрбиси билән түгишәй дәп қалдим.
11 Сән тәнбиһлириң билән кишини өз яманлиғи үчүн тәрбийилигиниңдә, Сән худди нәрсиләргә күйә қурути чүшкәндәк, униң иззәт-ғурурини йоқ қиливетисән; Бәрһәқ, һәр бир адәм бир тиниқла, халас. (Селаһ)
12 И Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән, Пәрядимға қулақ салғайсән! Көз яшлиримға сүкүт қилмиғайсән! Чүнки мән пүткүл ата-бовилиримдәк, Сениң алдиңда яқа жутлуқ, мусапирмән, халас!
13 Маңа тиккән көзүңни мәндин нери қилғайсәнки, Мән барса кәлмәс җайға кәткичә, Мени бир аз болсиму раһәттин бәһримән қилғайсән.