< Зәбур 38 >
1 Давут язған күй: — (Әслимә үчүн) И Пәрвәрдигар, ғәзивиңдә тәнбиһ бәрмигәйсән, Қәһриңдә мени җазалимиғайсән!
2 Чүнки оқлириң мени зәхимләндүрүп санҗиди, Қолуң үстүмдин қаттиқ басти.
3 Қаттиқ ғәзивиң түпәйлидин әтлиримдә һеч сақлиқ йоқ, Гунайим түпәйлидин устиханлиримда арам йоқтур.
4 Чүнки гуналирим боюмдин ташти; Улар көтирәлмигүсиз еғир жүктәк мени бесивалди.
5 Ахмақлиғимдин җараһәтлирим сесип, шәлвәрәп кәтти.
6 Азаптин бәллирим толиму пүкүлүп кәтти, Күн бойи ғәмгә петип жүримән!
7 Чатирақлирим отқа толди, Әтлиримниң сақ йери йоқтур.
8 Мән толиму һалсирап, езилип кәттим; Қәлбимдики азап-қайғу түпәйлидин һөкирәймән.
9 Рәб, барлиқ арзуюм көз алдиңдидур; Уһ тартишлирим Сәндин йошурун әмәс;
10 Жүригим җиғилдап, һалимдин кәттим; Көзлиримниң нури өчти.
11 Яр-бурадәрлиримму мени урған ваба түпәйлидин, өзлирини мәндин тартти; Йеқинлиримму мәндин жирақ қачти.
12 Җенимни алмақчи болғанлар қапқан қуриду; Маңа зиянни қәстлигәнләр зәһирини чачмақта; Улар күн бойи һейлә-микирләрни ойлимақта.
13 Лекин мән гас адәмдәк аңлимаймән, Гача адәмдәк ағзимни ачмаймән;
14 Бәрһәқ, мән аңлалмайдиған гаслардәк болуп қалдим; Ағзимда қилидиған рәддийә-тәнбиһ йоқ.
15 Чүнки үмүтүмни Сән Пәрвәрдигарға бағлидим; Рәб Худайим, Сән илтиҗайимға иҗабәт қилисән.
16 Чүнки мән: — «Улар мениң үстүмгә чиқип махтанмиғай; Болмиса, путлирим тейилип кәткәндә, улар шатлиниду» — дедим мән.
17 Чүнки мән дәлдәңшип, түгишәй дәп қалдим, Азавим көз алдимдин кәтмәйду.
18 Чүнки мән өз яманлиғимни иқрар қилимән; Гунайим үстидә қайғуримән.
19 Лекин дүшмәнлирим җушқун һәм күчлүктур; Қара чаплап, маңа нәпрәтләнгәнләрниң сани нурғундур.
20 Вапаға җапа қилидиғанлар болса, мән билән қаршилишиду; Чүнки мән яхшилиқни көзләп, интилимән.
21 И Пәрвәрдигар, мәндин ваз кәчмигәйсән! И Худайим, мәндин жирақлашмиғайсән!
22 И Рәб, мениң ниҗатлиғим, Маңа чапсан ярдәм қилғайсән!