< Зәбур 37 >
1 Давут язған күй: — Яманлиқ қилғучилар түпәйлидин өзүңни көйдүрмә, Накәсләргә һәсәт қилма.
2 Чүнки улар от-чөпләрдәк тезла үзүп ташлиниду, Юмран өсүмлүкләргә охшаш тозуп кетиду.
3 Пәрвәрдигарға таян, тиришип яхшилиқ қил, Зиминда маканлишип яшап, Униң вапа-һәқиқитини озуқ билип һозурлан.
4 «Пәрвәрдигарни хурсәнлигим» дәп билгин, У арзу-тиләклириңгә йәткүзиду.
5 Йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил; Униңға таян, У чоқум [тилигиңни] иҗабәт қилиду.
6 У һәққанийлиғиңни нурдәк, Адалитиңни чүштики қуяштәк чақнитиду.
7 Пәрвәрдигарниң алдида тинич болуп, Уни сәвирчанлиқ билән күт; Һарамдин ронақ тапқан адәм түпәйлидин, Яман нийәтлири ишқа ашидиған киши түпәйлидин өзүңни көйдүрмә.
8 Аччиғиңдин ян, ғәзәптин қайт, Өзүңни көйдүрмә; У пәқәт сени яманлиққа елип бариду.
9 Чүнки яманлиқ қилғучилар зиминдин үзүп ташлиниду; Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләр болса, Зиминға егидарчилиқ қилиду.
10 : Көзни жумуп ачқучила, рәзил адәм һалак болиду; Униң маканиға сәпселип қарисаң, у йоқ болиду.
11 Бирақ мулайим-мөминләр зиминға мираслиқ қилиду, Вә чәксиз арамбәхшликтин һозурлиниду.
12 Рәзил адәм һәққанийға қәст қилиду; Униңға чишлирини ғучурлитип хирис қилиду;
13 Лекин Рәб униңға қарап күлиду; Чүнки [Рәб] униң бешиға келидиған күнни көриду.
14 Югашлар вә йоқсулларни жиқитиш үчүн, Йоли дурусларни қирип ташлаш үчүн, Рәзилләр қиличини ғилипидин суғуруп елип, Оқясиниң киричини тартип тәйярлиди.
15 Лекин қиличи болса өз жүригигә санҗилиду, Оқялири сундуруветилиду.
16 Һәққанийлардики «аз», Көплигән яманларниң байлиқлиридин әвзәлдур.
17 Чүнки рәзилләрниң биләклири сундурулиду; Лекин Пәрвәрдигар һәққанийларни йөләйду;
18 Пәрвәрдигар көңли дурусларниң күнлирини билиду; Уларниң мираси мәңгүгә болиду.
19 Улар еғир күнләрдә йәргә қарап қалмайду; Қәһәтчиликтиму улар тоқ жүриду.
20 Бирақ рәзилләр һалак болиду; Пәрвәрдигар билән қаршилашқучилар чимәнзардики гүл-гиядәк тозуп кетиду; Улар түгәйду; Ис-түтүндәк тарқилип түгәйду.
21 Рәзил адәм өтнә елип қайтурмайду; Амма һәққаний адәм меһриванлиқ билән өтнә бериду;
22 Чүнки [Пәрвәрдигар] рәхмәт қилғанлар зиминға егә болиду, Бирақ униң ләнитигә учриғанлар үзүп ташлиниду;
23 Мәртанә адәмниң қәдәмлири Пәрвәрдигар тәрипидиндур; [Рәб] униң йолидин хурсән болиду.
24 У тейилип кәтсиму, жиқилип чүшмәйду; Чүнки Пәрвәрдигар униң қолини тутуп йөләп туриду.
25 Мән яш едим, һазир қерип қалдим; Лекин һәққанийларниң ташливетилгәнлигини, Яки пәрзәнтлириниң нан тилигәнлигини әсла көргән әмәсмән;
26 У күн бойи мәрт-меһриван болуп өтнә бериду; Униң әвлатлириму хәлиққә бәрикәт йәткүзиду.
27 Яманлиқни ташлаңлар, яхшилиқ қилиңлар, Мәңгү яшайсиләр!
28 Чүнки Пәрвәрдигар адаләтни сөйиду, У Өз мөмин бәндилирини ташлимайду; Улар мәңгүгә сақлиниду; Лекин рәзилләрниң әвлатлири үзүп ташлиниду.
29 Һәққанийлар йәр-җаһанға егә болиду, Әбәдил-әбәткичә униңда макан тутуп яшайду.
30 Һәққаний адәмниң ағзи даналиқ җакалайду; Униң тили адил һөкүмләрни сөзләйду;
31 Қәлбидә Худаниң [муқәддәс] қануни туриду; Униң қәдәмлири тейилип кәтмәс.
32 Рәзилләр һәққаний адәмни пайлап жүриду; Улар уни өлтүргидәк пәйтни издәп жүриду.
33 Лекин Пәрвәрдигар уни дүшмәнниң чаңгилиға чүшүрмәйду; Яки һөкүмдә уни гунаға пүтмәйду.
34 Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күт, Униң йолини чиң тутқин; У сениң мәртивәңни көтирип, зиминға егә қилиду, Рәзилләр һалак қилинғанда, Сән буни көрисән.
35 Мән рәзил адәмниң зомигәрлик қиливатқинини көрдүм, У худди айниған барақсан япйешил дәрәқтәк ронақ тапқан.
36 Бирақ у өтүп кәтти, Мана, у йоқ болди; Мән уни издисәмму, у тепилмайду.
37 Мукәммәл адәмгә нәзәр сал, Дурус инсанға қара! Чүнки бундақ адәмниң ахир көридиғини арамбәхш хатирҗәмлик болиду.
38 Итаәтсизләр болса бирликтә һалак болишиду; Уларниң келәчики үзүлиду;
39 Бирақ һәққанийларниң ниҗатлиғи Пәрвәрдигардиндур; У еғир күнләрдә уларниң күчлүк панаһидур.
40 Пәрвәрдигар ярдәм қилип уларни сақлайду; У уларни рәзилләрдин сақлап қутқузиду; Чүнки улар Уни башпанаһи қилиду.