< Зәбур 36 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй: — Рәзил адәмниң асийлиғи мениң қәлбимдә бир бешарәтни пәйда қилиду: — «Униң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур!».
2 Чүнки у өз-өзини махтайдуки, У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду.
3 Ағзидики сөзләр қәбиһлик вә һейлигәрликтур; Пәзиләтлик иш қилиш параситидин у аллибурун мәһрумдур.
4 У орнида ятқандиму гунани көзләйду; У дурус болмиған йолға меңишни ирадә қилиду; Яманлиқтин һеч нәпрәтләнмәйду.
5 И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду; Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду!
6 Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк, Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур. И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән;
7 Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа! Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду.
8 Улар өйүңдики мол дәстихандин тойғичә бәһримән болиду; Сән уларға һозур-һалавәтлириңниң дәриясидин ичкүзисән.
9 Чүнки Сәндила бардур һаятлиқ булиқи; Нуруңда болуп нурни көримиз.
10 Аһ, Өзүңни тонуп, билгәнләргә муһәббитиңни, Көңли дурусларғиму һәққанийлиғиңни көрситишни давамлаштурғайсән.
11 Тәкәббурларниң путиниң маңа һуҗум қилишиға йол қоймиғайсән; Рәзилләрниң қоли мени орнумдин қоғливәтмисун;
12 Мана, яманлиқ қилғучилар жиқилди! Ғулитиветилди, орнидин қайта туралмайду!