< Зәбур 35 >

1 Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, мән билән елишқанлар билән елишқайсән; Маңа җәң қилғанларға җәң қилғайсән!
Dawut yazƣan küy: — I Pǝrwǝrdigar, mǝn bilǝn elixⱪanlar bilǝn elixⱪaysǝn; Manga jǝng ⱪilƣanlarƣa jǝng ⱪilƣaysǝn!
2 Қолуңға сипар вә қалқан алғин; Маңа ярдәмгә орнуңдин турғайсән;
Ⱪolungƣa sipar wǝ ⱪalⱪan alƣin; Manga yardǝmgǝ ornungdin turƣaysǝn;
3 Нәйзини суғуруп, мени қоғлаватқанларниң йолини тосқайсән; Мениң җенимға: «Мән сениң ниҗатлиғиңдурмән!» — дегәйсән!
Nǝyzini suƣurup, meni ⱪoƣlawatⱪanlarning yolini tosⱪaysǝn; Mening jenimƣa: «Mǝn sening nijatliⱪingdurmǝn!» — degǝysǝn!
4 Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай; Маңа қәст әйлигәнләр кәйнигә яндурулуп рәсва болғай.
Mening ⱨayatimƣa qang salmaⱪqi bolƣanlar yǝrgǝ ⱪaritilip xǝrmǝndǝ bolƣay; Manga ⱪǝst ǝyligǝnlǝr kǝynigǝ yandurulup rǝswa bolƣay.
5 Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни тарқитивәткәй!
Ular goya xamalda uqⱪan samandǝk tozup kǝtkǝy; Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi ularni tarⱪitiwǝtkǝy!
6 Уларниң йоли қараңғу вә тейилғақ болғай, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни қоғливәткәй!
Ularning yoli ⱪarangƣu wǝ teyilƣaⱪ bolƣay, Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi ularni ⱪoƣliwǝtkǝy!
7 Чүнки улар маңа орунсиз ора-қапқан тәйярлиди; Җенимни сәвәпсиз елишқа улар уни колиди.
Qünki ular manga orunsiz ora-tuzaⱪ tǝyyarlidi; Jenimni sǝwǝbsiz elixⱪa ular uni kolidi.
8 Һалакәт туйдурмастин уларниң бешиға чүшкәй, Өзи йошурун қурған торға өзи чүшкәй, Һалакәткә жиқилғай.
Ⱨalakǝt tuydurmastin ularning bexiƣa qüxkǝy, Ɵzi yoxurun ⱪurƣan torƣa ɵzi qüxkǝy, Ⱨalakǝtkǝ yiⱪilƣay.
9 У чағда җеним Пәрвәрдигардин сөйүниду, Униң ниҗатлиқ-қутқузушидин шатлиниду!
U qaƣda jenim Pǝrwǝrdigardin sɵyünidu, Uning nijatliⱪ-ⱪutⱪuzuxidin xadlinidu!
10 Мениң һәммә устиханлирим: — «И Пәрвәрдигар, кимму Саңа тәңдаш келәлисун?» — дәйду, — «Сән езилгән мөминләрни күчлүкләрниң чаңгилидин, Езилгәнләр һәм йоқсулларни уларни булиғучилардин тартивелип қутқузисән».
Mening ⱨǝmmǝ ustihanlirim: — «I Pǝrwǝrdigar, kimmu Sanga tǝngdax kelǝlisun?» — dǝydu, — «Sǝn ezilgǝn mɵminlǝrni küqlüklǝrning qanggilidin, Ezilgǝnlǝr ⱨǝm yoⱪsullarni ularni buliƣuqilardin tartiwelip ⱪutⱪuzisǝn».
11 Явуз, ялған гувачилар қопуп, Хәвирим болмиған гуналар билән үстүмдин шикайәт қилмақта.
Yawuz, yalƣan guwaⱨqilar ⱪopup, Hǝwirim bolmiƣan gunaⱨlar bilǝn üstümdin xikayǝt ⱪilmaⱪta.
12 Улар мениң яхшилиғимға яманлиқ қилип, Мени панаһсиз житим қилип қойған еди!
Ular mening yahxiliⱪimƣa yamanliⱪ ⱪilip, Meni panaⱨsiz yetim ⱪilip ⱪoyƣanidi!
13 Лекин мән болсам, улар кесәл болғанда, Бөзни йөгәп кийивалдим; Уларни дәп роза тутуп, өзүмни төвән қилдим; Әнди дуайим болса һазир бағримға йенип кәлди!
Lekin mǝn bolsam, ular kesǝl bolƣanda, Bɵzni yɵgǝp kiyiwaldim; Ularni dǝp roza tutup, ɵzümni tɵwǝn ⱪildim; Əmdi duayim bolsa ⱨazir baƣrimƣa yenip kǝldi!
14 Мән бу ишлардин дост яки қериндишимниң бешиға чүшкән ишқа охшаш мәйүслинип жүрдум, Мән өз анисиға һаза тутқандәк, бешимни селип жүрдүм.
Mǝn bu ixlardin dost yaki ⱪerindiximning bexiƣa qüxkǝn ixⱪa ohxax mǝyüslinip yürdum, Mǝn ɵz anisiƣa ⱨaza tutⱪandǝk, beximni selip yürdüm.
15 Бирақ мән путлишип кәткинимдә, Улар хошал болушуп кәткән еди, Бир йәргә җәм болди; Дәрвәқә җәм болушуп мошу зораванлар маңа қарши чиқишти, Бирақ хәвирим йоқ еди. Улар мени парә-парә қилиш үчүн тохтимай зәрбә беришти.
Biraⱪ mǝn putlixip kǝtkinimdǝ, Ular huxal boluxup kǝtkǝnidi, Bir yǝrgǝ jǝm boldi; Dǝrwǝⱪǝ jǝm boluxup muxu zorawanlar manga ⱪarxi qiⱪixti, Biraⱪ hǝwirim yoⱪ idi. Ular meni parǝ-parǝ ⱪilix üqün tohtimay zǝrbǝ berixti.
16 Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә талаш қилған худасизлардәк, Улар маңа чишлирини ғучурлитип хирис қилишти.
Huddi bir qixlǝm poxkal üstidǝ qaⱪqaⱪ wǝ talax ⱪilƣan hudasizlardǝk, Ular manga qixlirini ƣuqurlitip hiris ⱪilixti.
17 И Рәб, қачанғичә пәрва қилмайсән? Җенимни уларниң һалакитидин қутқузғайсән, Мениң бирдин-бир һаятимни [мошу] житқуч ширларниң ағзидин тартивалғайсән!
I Rǝb, ⱪaqanƣiqǝ pǝrwa ⱪilmaysǝn? Jenimni ularning ⱨalakitidin ⱪutⱪuzƣaysǝn, Mening birdinbir ⱨayatimni [muxu] yirtⱪuq xirlarning aƣzidin tartiwalƣaysǝn!
18 Зор җамаәт арисида мән Саңа тәшәккүр ейтимән; Нурғунлиған хәлиқ арисида Сени мәдһийиләймән.
Zor jamaǝt arisida mǝn Sanga tǝxǝkkür eytimǝn; Nurƣunliƣan hǝlⱪ arisida Seni mǝdⱨiyilǝymǝn.
19 Ялған сәвәп билән маңа рәқип болғанларни үстүмдин шатландурмиғайсән; Мәндин сәвәпсиз нәпрәтләнгәнләрни өз ара көз қисиштурмиғайсән!
Yalƣan sǝwǝb bilǝn manga rǝⱪib bolƣanlarni üstümdin xadlandurmiƣaysǝn; Mǝndin sǝwǝbsiz nǝprǝtlǝngǝnlǝrni ɵzara kɵz ⱪisixturmiƣaysǝn!
20 Улар достанә сөз қилмайду, Зиминдики течлиқпәрвәрләргә питнә-иғва тоқумақта.
Ular dostanǝ sɵz ⱪilmaydu, Zemindiki tinqliⱪpǝrwǝrlǝrgǝ pitnǝ-iƣwa toⱪumaⱪta.
21 Улар маңа қарап еғизини йоған ечип: «Вай-вай! Күткүнимизни өз көзимиз билән көрүвалдуқ!» — дейишиду.
Ular manga ⱪarap eƣizini yoƣan eqip: «Way-way! Kütkünimizni ɵz kɵzimiz bilǝn kɵrüwalduⱪ!» — deyixidu.
22 И Пәрвәрдигар, Сән буларни көрүп чиқтиң, сүкүт қилмиғайсән; И Рәб, мәндин Өзүңни жирақлаштурмиғайсән;
I Pǝrwǝrdigar, Sǝn bularni kɵrüp qiⱪting, süküt ⱪilmiƣaysǝn; I Rǝb, mǝndin Ɵzüngni yiraⱪlaxturmiƣaysǝn;
23 Қозғалғайсән, Мән үчүн һөкүм чиқиришқа ойғанғайсән, И мениң Худайим — Рәббим!
Ⱪozƣalƣaysǝn, Mǝn üqün ⱨɵküm qiⱪirixⱪa oyƣanƣaysǝn, I mening Hudayim — Rǝbbim!
24 Мениң ишим үстидә өз һәққанийлиғиң бойичә һөкүм чиқарғайсән, и Пәрвәрдигар Худайим; Уларни мениң [оңушсизлиғимдин] шатландурмиғайсән!
Mening ixim üstidǝ ɵz ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing boyiqǝ ⱨɵküm qiⱪarƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar Hudayim; Ularni mening [onguxsizliⱪimdin] xadlandurmiƣaysǝn!
25 Улар көңлидә: «Ваһ! Ваһ! Әҗәб убдан болди!» — дейишмисун; Яки: «Уни жутувәттуқ!» — дейишмисун.
Ular kɵnglidǝ: «Waⱨ! Waⱨ! Əjǝb obdan boldi!» — deyixmisun; Yaki: «Uni yutuwǝttuⱪ!» — deyixmisun.
26 Мениң зийинимдин хошал болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай; Мениңдин өзлирини үстүн тутқучиларниң кийим-кечиги хиҗаләт вә номуссузлуқ болсун!
Mening ziyinimdin huxal bolƣanlar yǝrgǝ ⱪaritilip xǝrmǝndǝ bolƣay; Meningdin ɵzlirini üstün tutⱪuqilarning kiyim-keqiki hijalǝt wǝ nomussuzluⱪ bolsun!
27 Мениң һәққанийлиғимдин сөйүнгәнләр тәнтәнә қилип шатлансун! Улар һемишә: «Өз қулиниң аман-есәнлигигә сөйүнгән Пәрвәрдигар улуқлансун!» — дегәй.
Mening ⱨǝⱪⱪaniyliⱪimdin sɵyüngǝnlǝr tǝntǝnǝ ⱪilip xadlansun! Ular ⱨǝmixǝ: «Ɵz ⱪulining aman-esǝnlikigǝ sɵyüngǝn Pǝrwǝrdigar uluƣlansun!» — degǝy.
28 Шу чағда мениң тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрилиқ сөзләйду, мәдһийиләрни яңритиду.
Xu qaƣda mening tilim kün boyi ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing toƣruluⱪ sɵzlǝydu, mǝdⱨiyilǝrni yangritidu.

< Зәбур 35 >