< Зәбур 34 >
1 Давут язған күй: — (Давут Абимәләк [падишаниң] алдида жүрүш-турушини башқичә қиливалғанда, [Абимәләк] уни һайдивәткән вақитта язған) Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән; Уни мәдһийиләш ағзимдин чүшмәйду.
2 Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду, Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду.
3 Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар, Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли.
4 Пәрвәрдигарни издидим, У мениң дуайимни иҗабәт қилди, Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди.
5 [Мөминләр] Униңға тәлмүрүп нурланди; Йүзлири йәргә қаритилмиди.
6 [Мән] пеқир-бечарә [Униңға] нида қилди, Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди.
7 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду, Уларни қутқузиду.
8 Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!
9 И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.
10 Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму, Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас.
11 Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар; Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй.
12 Һаятни әтиварлайдиған киши ким? Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар?
13 Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун;
14 Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр.
15 Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;
16 Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар, Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар;
17 Һәққанийлар илтиҗа қилиду, Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду;
18 Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, Роһи езилгәнләрни қутқузиду.
19 Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур; Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду.
20 [У һәққанийниң] сүйәклирини сақ қалдуриду, Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду.
21 Яманлиқниң өзи рәзилләрни өлтүриду; Һәққанийларға нәпрәтлинидиғанлар гунада қалиду.
22 Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду; Униңға таянғанлардин һеч кимгә гуна бекитилмәйду.