< Зәбур 33 >
1 Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигар үчүн тәнтәнә қилиңлар! Мәдһийиләш дуруслар үчүн гөзәл иштур.
2 Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар; Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар.
3 Униңға атап йеңи бир мунаҗат-нахшини ейтиңлар; Маһирлиқ билән челип, авазиңларни жуқури яңритиңлар.
4 Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур; Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур.
5 У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур; Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур.
6 Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған, Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлиримуяритилғандур;
7 У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду; У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду;
8 Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун; Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун;
9 Чүнки Униң бир сөзи биләнла иш пүттүрүлгән еди; Униң бир әмри биләнла дегәнлири бәрпа қилинған еди.
10 Пәрвәрдигар әлләрниң планини тосиветиду; У қовмларниң хияллирини бекар қиливетиду.
11 Пәрвәрдигарниң несиһәти мәңгүгә туриду; Қәлбидики ойлири дәвирдин-дәвиргә ишқа ашурулиду.
12 «Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур» дәйдиған қовм бәхитликтур! Йәни Өз мираси болушқа таллиған хәлиқ бәхитликтур!
13 Пәрвәрдигар әрштин йәргә нәзәр салиду, У пүткүл инсанларни көрүп туриду.
14 Туралғусидин йәр йүзидикиләрниң һәммисигә қарайду;
15 У уларниң һәр бириниң қәлблирини Ясиғучидур; Уларниң барлиқ ишлирини дәңсәп чиққучидур.
16 Падиша болса қошунлириниң көплүги билән ғалип болалмайду; Палван өзиниң зор күчи билән өзини қутқузалмайду;
17 Толпарға тайинип хәвп-хәтәрдин қутқузулуш беһудиликтур, У зор күчи билән һеч кимни қутқузалмайду;
18 Мана, уларниң җенини өлүмдин қутқузуш үчүн, Қәһәтчиликтә уларни һаят сақлаш үчүн, Пәрвәрдигарниң көзи Өзидин әйминидиғанларниң үстидә туриду, Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларниң үстидә туриду.
19
20 Бизниң җенимиз Пәрвәрдигарға тәлмүриду; Бизниң ярдәмчимиз, Бизниң қалқинимиз У болиду.
21 Шуңа Униң билән қәлбимиз шатлинип кетиду; Чүнки Униң муқәддәс намиға тайинип ишәндуқ.
22 И Пәрвәрдигар, биз Саңила үмүт бағлиғинимиздәк, Сениң өзгәрмәс муһәббитиңму үстимиздә болғай!