< Зәбур 32 >

1 Давут язған «Масқил»: — Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, Гуналири йепилған киши бәхитликтур!
Dawut yazƣan «Masⱪil»: — Itaǝtsizlikliri kǝqürüm ⱪilinƣan, Gunaⱨliri yepilƣan kixi bǝhtliktur!
2 Пәрвәрдигар рәзилликлири билән һесаплашмайдиған, Роһида һеч қандақ һейлилик йоқ киши бәхитликтур!
Pǝrwǝrdigar rǝzillikliri bilǝn ⱨesablaxmaydiƣan, Roⱨida ⱨeqⱪandaⱪ ⱨiylilik yoⱪ kixi bǝhtliktur!
3 Мән [гунайимни иқрар қилмай], сүкүттә турувалған едим, Күн бойи аһу-пиған ичидә, Сүйәклирим чирип кәтти;
Mǝn [gunaⱨimni iⱪrar ⱪilmay], süküttǝ turuwalƣanidim, Kün boyi aⱨu-piƣan iqidǝ, Sɵngǝklirim qirip kǝtti;
4 Чүнки мени басқан қолуң маңа кечә-күндүз еғир болди; Яздики қурғақчилиқтәк илигим қағҗирап кәтти. (Селаһ)
Qünki meni basⱪan ⱪolung manga keqǝ-kündüz eƣir boldi; Yazdiki ⱪurƣaⱪqiliⱪtǝk yilikim ⱪaƣjirap kǝtti. (Selaⱨ)
5 Әнди гунайимни Сениң алдиңда етирап қилдим, Қәбиһлигимни Сәндин йошуривәрмәйдиған болдум; Мән: «Пәрвәрдигарға асийлиқлиримни етирап қилимән» — дедим, Шуниң билән Сән мениң рәзил гунайимни кәчүрүм қилдиң. (Селаһ)
Əmdi gunaⱨimni Sening aldingda etirap ⱪildim, Ⱪǝbiⱨlikimni Sǝndin yoxuriwǝrmǝydiƣan boldum; Mǝn: «Pǝrwǝrdigarƣa asiyliⱪlirimni etirap ⱪilimǝn» — dedim, Xuning bilǝn Sǝn mening rǝzil gunaⱨimni kǝqürüm ⱪilding. (Selaⱨ)
6 Шуңа Сени тапалайдиған пәйттә, Һәр бир ихласмән Саңа дуа билән илтиҗа қилсун! Чоң топанлар өрләп, тешип кәткәндә, [Сулар] шу кишигә һәргиз йеқинлашмайду.
Xunga Seni tapalaydiƣan pǝyttǝ, Ⱨǝrbir ihlasmǝn Sanga dua bilǝn iltija ⱪilsun! Qong topanlar ɵrlǝp, texip kǝtkǝndǝ, [Sular] xu kixigǝ ⱨǝrgiz yeⱪinlaxmaydu.
7 Сән мениң далда җайимдурсән; Сән мени зулумдин сақлайсән; Әтрапимни ниҗатлиқ нахшилири билән қаплайсән! (Селаһ)
Sǝn mening dalda jayimdursǝn; Sǝn meni zulumdin saⱪlaysǝn; Ətrapimni nijatliⱪ nahxiliri bilǝn ⱪaplaysǝn! (Selaⱨ)
8 — «Мән сән меңишқа тегишлик йолда сени йетәкләймән һәм тәрбийләймән; Мениң көзүм үстүңдә болуши билән саңа несиһәт қилимән.
— «Mǝn sǝn mengixⱪa tegixlik yolda seni yetǝklǝymǝn ⱨǝm tǝrbiylǝymǝn; Mening kɵzüm üstüngdǝ boluxi bilǝn sanga nǝsiⱨǝt ⱪilimǝn.
9 Әқли йоқ болған ат яки ешәктәк болма; Уларни чәкләшкә тизгинләйдиған жүгән болмиса, Улар һәргиз саңа йеқин кәлмәйду».
Əⱪli yoⱪ bolƣan at yaki exǝktǝk bolma; Ularni qǝklǝxkǝ tizginlǝydiƣan yügǝn bolmisa, Ular ⱨǝrgiz sanga yeⱪin kǝlmǝydu».
10 Рәзилләргә чүшүдиған қайғу-һәсрәтләр көптур, Бирақ меһри-шәпқәтләр Пәрвәрдигарға таянған кишини чөридәйду;
Rǝzillǝrgǝ qüxüdiƣan ⱪayƣu-ⱨǝsrǝtlǝr kɵptur, Biraⱪ meⱨir-xǝpⱪǝtlǝr Pǝrwǝrdigarƣa tayanƣan kixini qɵridǝydu;
11 И һәққанийлар, Пәрвәрдигар билән шатлинип хурсән болуңлар; Көңли дуруслар, хошаллиқтин тәнтәнә қилиңлар!
I ⱨǝⱪⱪaniylar, Pǝrwǝrdigar bilǝn xadlinip hursǝn bolunglar; Kɵngli duruslar, huxalliⱪtin tǝntǝnǝ ⱪilinglar!

< Зәбур 32 >