< Зәбур 31 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Сән Пәрвәрдигарни, мән башпанаһ қилдим; Мени һеч қачан йәргә қаритип қоймиғайсән; Өз һәққанийлиғиң билән мени азат қилип қутқузғайсән;
2 Маңа қулақ салғайсән, мени тезрәк қутқузувалғайсән; Маңа қорам таш, Өзүмни қоғдайдиған қорғанлиқ қәлъә болғайсән.
3 Чүнки Сән мениң уюлтешим, мениң қорғинимдурсән; Шуңа Өз намиң үчүн мени йетәклигәйсән, мени башлиғайсән.
4 Маңа йошурун селинған қапқантин қәдәмлиримни тартқайсән; Чүнки Сән мениң башпанаһимдурсән.
5 Мән роһумни қолуңға тапшурдум; Сән маңа ниҗатлиқ қилип һөрлүккә чиқарғансән, и Пәрвәрдигар, һәқ Тәңри.
6 Ялған илаһларға чоқунидиғанлардин жиркинип кәлдим; Мән болсам Пәрвәрдигарға етиқат қилимән.
7 Өзгәрмәс муһәббитиң билән хошал болуп шатлинимән; Чүнки мениң харлиғимни көрдүңсән; Җенимниң азап-оқубәтлиридин хәвәр таптиң.
8 Мени дүшмәнлиримниң қолиға чүшүрмидиң, Бәлки путлиримни кәңри җайға турғуздуң.
9 И Пәрвәрдигар, маңа рәһим-шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки бешимға күлпәт чүшти; Дәрд-әләмдин көзүм түгүшәй дәп қалди, Җеним, вуҗудумму шундақ.
10 Һаятим қайғу-һәсрәт билән, Жиллирим ғәм-ғуссә билән управатиду. Гунайим түпәйлидин мағдурум кетәй дәп қалди, Устиханлирим сизип кәтти.
11 Мән рәқиплиримниң иза-аһанитигә қалдим, Йеқинлирим алдида техиму шундақ; Тонушлиримғиму бир вәһимә болдум; Кочида мени көргәнләрму мәндин даҗип қачиду.
12 Һәммәйлән мени өлгән адәмдәк, көңлидин чиқирип ташлашти; Пучуқ чинидәк болуп қалдим.
13 Чүнки нурғунларниң төһмәтлирини аңлидим, Вәһимә тәрәп-тәрәпләрдә туриду; Улар маңа һуҗум қилишқа мәслиһәтлишиватиду, Җенимни елишқа қәст қилишиватиду.
14 Бирақ мән Саңа тайинимән, и Пәрвәрдигар; «Сән мениң Худайим!» — дедим.
15 Мениң күнлирим Сениң қолуңдидур; Мени дүшмәнлиримниң қолидин һәм маңа зиянкәшлик қилғучилардин қутқузғайсән.
16 Қулуңға дидариңниң җилвисини чүшүргәйсән; Өзгәрмәс муһәббитиң билән маңа ниҗатлиқ ата қилғайсән.
17 И Пәрвәрдигар, мени йәргә қаритип қоймиғайсән; Чүнки мән Саңа илтиҗа қилдим; Рәзилләр йәргә қарап қалсун; Уларниң тәһтисарада зувани тутулсун; (Sheol )
18 Ялған ләвләр зувандин қалсун! Улар һәққанийларни халиғанчә мазақ қилип тәкәббурлуқ билән сөзлимәктә!
19 Өзүңни башпанаһ қилғанлар үчүн инсан балилириниң көз алдида көрсәткән илтипатлириң, Йәни Өзүңдин қорқидиғанлар үчүн, сақлиған илтипат-немәтлириң нәқәдәр молдур!
20 Сән уларни инсанларниң сүйқәстлиридин Өз һозуруңдики йошурун далда җайға алисән; Сән уларни тил-аһанәтләрдин сайивиниңдә йошуруп қойисән.
21 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийиләр йоллансун! Чүнки У өзгәрмәс муһәббитини зулмәтлик бир шәһәрдә әҗайип нимайән қилди!
22 Чүнки мән дәккә-дүккидә һодуқуп: — Сени, мени көзидин чиқирип қойдимекин, дәп қорққан едим; Һалбуки, мән налә көтирип йелинғинимда, пәрядимға қулақ салдиң.
23 Пәрвәрдигарни сөйүңлар, и Униң барлиқ мөмин бәндилири! Пәрвәрдигар Өзигә садиқларни қоғдайду, Һәм тәкәббурлуқ билән иш қилғучиларниң қилмишлирини өз бешиға һәссиләп қайтуриду!
24 И Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткәнләр, Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә қилинсун!