< Зәбур 30 >

1 Муқәддәс ибадәтханини Худаға аташни тәбрикләп, Давут язған күй: — Мән Сени алий дәп улуқлаймән, и Пәрвәрдигар, Чүнки Сән мени пәстин жуқури көтәрдиң, Дүшмәнлиримни үстүмдин хошалландурмидиң.
Muqeddes ibadetxanini Xudagha atashni tebriklep, Dawut yazghan küy: — Men Séni aliy dep ulughlaymen, i Perwerdigar, Chünki Sen méni pestin yuqiri kötürdüng, Düshmenlirimni üstümdin xushallandurmiding.
2 И Пәрвәрдигар Худайим, мән Саңа налә көтәрдим, Сән мени сақайттиң.
I Perwerdigar Xudayim, men Sanga nale kötürdüm, Sen méni saqaytting.
3 И Пәрвәрдигар, Сән тәһтисарадин җенимни елип чиқтиң, Һаңға чүшидиғанлар арисидин маңа һаят берип сақлидиң. (Sheol h7585)
I Perwerdigar, Sen tehtisaradin jénimni élip chiqting, Hanggha chüshidighanlar arisidin manga hayat bérip saqliding. (Sheol h7585)
4 Пәрвәрдигарға күй ейтиңлар, и Униң ихласмән бәндилири, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар.
Perwerdigargha küy éytinglar, i Uning ixlasmen bendiliri, Uning pak-muqeddeslikini yad étip teshekkür éytinglar.
5 Чүнки Униң ғәзиви дәқиқидә өтүп кетиду, Шапаити болса өмүрвайәт болиду; Жиға-зерә кечичә қонуп қалсиму, Хошаллиқ таң сәһәр билән тәң келиду.
Chünki Uning ghezipi deqiqide ötüp kétidu, Shapaiti bolsa ömürwayet bolidu; Yigha-zar kéchiche qonup qalsimu, Xushalliq tang seher bilen teng kélidu.
6 Мән болсам өз раһәт-парағитимдә: «Мәңгүгә тәврәнмәй муқим туримән» — дедим.
Men bolsam öz rahet-paraghitimde: «Menggüge tewrenmey muqim turimen» — dédim.
7 Пәрвәрдигар, шапаитиң билән, мениң теғимни мустәһкәм турғузған едиң; Амма Сән дидариңни қачуруп йошурдуң; Мән алақзадә болуп кәттим;
Perwerdigar, shapaiting bilen, méning téghimni mustehkem turghuzghaniding; Emma Sen didaringni qachurup yoshurdung; Men alaqzade bolup kettim;
8 Мән Саңа налә-пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар; Мән [Сән] Рәбкә илтиҗа қилдим: —
Men Sanga nale-peryad kötürdüm, i Perwerdigar; Men [Sen] Rebke iltija qildim: —
9 — Мениң қеним төкүлүп, һаңға кирсәм немә пайдиси бардур? Топа-чаң Сени мәдһийиләмду? У һәқиқитиңни җакалаламду?
— Méning qénim tökülüp, hanggha kirsem néme paydisi bardur? Topa-chang Séni medhiyilemdu? U heqiqitingni jakarliyalamdu?
10 Аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар, маңа шәпқәт көрсәткәйсән; И Пәрвәрдигар, маңа ярдәмдә болғайсән!
Anglighaysen, i Perwerdigar, manga shepqet körsetkeysen; I Perwerdigar, manga yardemde bolghaysen!
11 Сән матәм қайғусини уссул ойнашларға айландурдуң; [Һазилиқ] бөз кийимимни салдуриветип, Маңа хошаллиқни бәлвағ қилип бағлидиң;
Sen matem qayghusini ussul oynashlargha aylandurdung; [Haziliq] böz kiyimimni salduriwétip, Manga xushalliqni belwagh qilip baghliding;
12 Шуңа мениң роһум сүкүт қилмай, Саңа күйләр оқусун! И Пәрвәрдигар, мениң Худайим, Саңа әбәдил-әбәткичә тәшәккүрләрни ейтимән!
Shunga méning rohim süküt qilmay, Sanga küyler oqusun! I Perwerdigar, méning Xudayim, Sanga ebedil’ebedgiche teshekkürlerni éytimen!

< Зәбур 30 >