< Зәбур 3 >
1 Давут өз оғли Абшаломдин қечип жүргән күнләрдә язған күй: — И Пәрвәрдигар, мени қиставатқанлар нәқәдәр көпийип кәткән, Мән билән қаршилишиватқанлар немидегән көп!
2 Нурғунлар мән тоғрилиқ: — «Худадин униңға һеч ниҗат йоқтур!» дейишиватиду. (Селаһ)
3 Бирақ Сән, и Пәрвәрдигар, әтрапимдики қалқандурсән; Шан-шәривим һәм бешимни йөлигүчидурсән!
4 Авазим билән мән Пәрвәрдигарға нида қилимән, У муқәддәс теғидин иҗабәт бериду. (Селаһ)
5 Мән болсам яттим, ухлидим; Ойғандим, чүнки Пәрвәрдигар маңа яр-йөләк болиду.
6 Мени қоршап сәп түзгән түмәнлигән адәмләр болсиму, Мән улардин қорқмаймән!
7 И Пәрвәрдигар, орнуңдин тур! Мени қутқуз, и Худайим! Мениң барлиқ дүшмәнлиримниң тәстикигә салғайсән; Рәзилләрниң чишлирини чеқивәткәйсән!
8 Ниҗатлиқ болса Пәрвәрдигардиндур; Бәрикитиң Өз хәлқиңдә болсун! (Селаһ)