< Зәбур 29 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрзәнтлири, Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!
2 Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр; Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар!
3 Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстидә һөкүм сүриду; Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду; Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстидә һөкүм сүриду.
4 Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур; Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур;
5 Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуриветиду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуриветиду.
6 У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду; Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду.
7 Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду;
8 Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;
9 Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду, Орманлиқларни ялаңачлайду; Униң муқәддәс ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду.
10 Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падиша болуп һөкүм сүрүп олтириду.
11 Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду; Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду.