< Зәбур 28 >
1 Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, Саңа нида қилимән; И мениң Қорам Тешим, маңа сүкүт қилмиғайсән; Чүнки Сән җим-җит турувалисаң, Мән чоңқур һаңға чүшидиғанларға охшашла болимән.
2 Саңа пәряд көтәргинимдә, Сениң муқәддәс каламханаңға қолумни көтәргинимдә, Мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиғайсән!
3 Мени рәзилләр вә қәбиһлик қилғучилар билән биллә ташливәтмигәйсән; Улар ағзида йеқинлири билән достанә сөзләшсиму, Көңлидә өчмәнлик бардур.
4 Уларниң қилмишлириға қарап, Ишлириниң яманлиғиға қарап иш тутқайсән; Қолиниң қилғанлири бойичә өзлиригә яндурғайсән; Тегишлик җазани өзлиригә қайтурғайсән.
5 Чүнки улар нә Пәрвәрдигарниң қилғанлирини, Нә қоллириниң ишлигәнлирини һеч нәзиригә алмайду, [Пәрвәрдигар] уларни ғулитип, қайтидин баш көтәргүзмәйду.
6 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун; Чүнки У мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиған.
7 Пәрвәрдигар мениң күчүм, мениң қалқинимдур; Мениң көңлүм униңға ишәнди, Шуниң билән ярдәм таптим; Шуңа көңлүм зор шатлиниду, Өз күйүм билән мән Уни мәдһийиләймән.
8 Пәрвәрдигар Өз [хәлқиниң] күчидур, Шундақла мәсиһ қилғиниға қутқузғучи қорғандур.
9 Өз хәлқиңни қутқузғайсән, Мирасиңни бәрикәтлик қилғайсән; Уларни падичидәк беқип озуқландурғайсән, Мәңгүгә уларни көтирип жүргәйсән.