< Зәбур 27 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигар мениң нурум вә ниҗатлиғимдур; Мән йәнә кимдин қорқай? Пәрвәрдигар һаятимниң қорғинидур; Мән кимниң алдида титрәй?
2 Яманлиқ қилғучилар «Униң әтлирини йәйли» дәп маңа һуҗум қилғанда, Рәқиплирим, дүшмәнлирим маңа йеқинлашқанда, Путлишип, жиқилди улар.
3 Зор қошун баргаһ қуруп мени қоршавға алсиму, Қәлбимдә һеч қорқунуч йоқ; Маңа уруш қозғисиму, йәнила хатирҗәм туриверимән.
4 Пәрвәрдигардин бирла нәрсини тиләп кәлдим; Мән шуниңға интилимәктимәнки: — Өмүр бойи Пәрвәрдигарниң өйидә болсам, Пәрвәрдигарниң гөзәллигигә қарап жүрсәм, Униң ибадәтханисида туруп, йетәклишигә муйәссәр болсам, дәймән.
5 Бешимға күн чүшкәндә, У мени сайивини астиға алиду; Мени чедириниң ичидә аман сақлап йошурувалиду. У мени уюлташ үстигә муқим турғузиду.
6 Шуңа һазир әтрапимдики дүшмәнлирим алдида бешим жуқури көтирилиду. Униң муқәддәс чедирида тәнтәнә қилип қурбанлиқлар сунимән; Нахша-күйләр ейтимән, мунаҗатларни ейтимән Пәрвәрдигарға!
7 Нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар; Маңа меһри-шәпқәт көрситип, иҗабәт қилғайсән.
8 Өз көңлүм: «Униң дидарини издәңлар!» дәйду; Дидариңни, и Пәрвәрдигар, өзүм издәймән.
9 Мәндин Өзүңни қачурмиғайсән! Ғәзәпләнгәндә қулуңни нери қоғлимиғайсән; Сән мениңдин ярдимиңни айимай кәлдиң; Сән мәндин айрилмиғайсән, мени ташливәтмигәйсән, и Ниҗаткарим Худа!
10 Ата-анам мени ташливәтсиму, Пәрвәрдигар мени қучиғиға алиду.
11 Маңа Өз йолуңни үгәткәйсән, и Пәрвәрдигар; Күшәндилирим [пайлап жүрмәктә], Мени түз йолға башлиғайсән.
12 Мени рәқиплиримниң мәйлигә тапшурмиғайсән, Чүнки маңа қара чаплашмақчи болған ялғанчилар хелә көптур, Уларниң нәпәслириму зораванлиқтур.
13 Аһ, Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тирикләрниң зиминидә көрүшкә көзүм йәтмигән болса...!
14 Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткин! Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә болсун! Шундақ қил, Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткин!