< Зәбур 26 >
1 Давут язған күй: — Мән үчүн һөкүм чиқарғайсән, и Пәрвәрдигар; Чүнки мән өз дуруслуғумда туруп маңдим; Мән Пәрвәрдигарға тайинип кәлгәнмән; Мән тейилип кәтмәймән.
2 Мени синап баққайсән, и Пәрвәрдигар, мени тәкшүрүп баққин; Виҗданимни, қәлбимни тавлиғайсән;
3 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиңни көз алдимда тутқанмән; Мән һәқиқитиңни өзүмгә йетәкчи қилип маңдиммән.
4 Мән ялғанчилар билән һәмдәстихан олтармидим; Сахтипәзләргә һәмраһ болушқа кирмәймән.
5 Яманлиқ қилғучилар җамаитидин жиркинимән; Рәзилләр биләнму олтармаймән.
6 Қоллиримни гунасизлиқта жуйимән; Шунда, қурбангаһиңни айлинип жүрәләймән.
7 Вә һәм тәшәккүрләрни аңлитимән; Барлиқ карамәтлириңни җакалаймән.
8 И Пәрвәрдигар, маканиң болған өйни, Шан-шәривиң турған җайни сөйүп кәлдим;
9 Җенимни гунакарлар билән, Һаятимни қанхорлар билән биллә елип кәтмигәйсән;
10 Уларниң қолида сүйқәстләр бардур, Оң қоли париләргә толди.
11 Мән болсам, дуруслуғумда меңип жүриверимән; Мени һөрлүккә чиқирип қутқузғайсән, Маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән.
12 Путум болса түптүз җайда туриду; Җамаәтләр арисида туруп Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийиләр қайтуримән.