< Зәбур 25 >
1 Давут язған күй. Пәрвәрдигар, җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
2 Саңа тайинимән, и Худайим; Мени йәргә қаритип хиҗаләттә қалдурмиғайсән; Вә яки дүшмәнлиримни үстүмдин ғалип қилип шатландурмиғайсән;
3 Бәрһәқ, Сени күткүчиләрдин һеч қайсиси шәрмәндә болмас; Бирақ һеч бир сәвәпсиз хаинлиқ қилғучилар шәрмәндә болиду.
4 Мени Сениң излириңни билидиған қилғайсән, и Пәрвәрдигар; Йоллириңни маңа үгитип қойғайсән.
5 Мени һәқиқитиңдә маңдуруп, маңа үгәткәйсән; Чүнки өзүң мениң ниҗатлиғим болған Худайимдурсән; Мән күн бойи Саңа қарап тәлмүримән;
6 Өз рәһимдиллиқлириңни, өзгәрмәс меһирлириңни ядиңға кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар! Чүнки улар әзәлдин тартип бар болуп кәлгәндур;
7 Мениң яшлиғимдики гуналиримни, Шундақла итаәтсизликлиримни есиңгә кәлтүрмигәйсән; Өзгәрмәс муһәббитиң, меһриванлиғиң билән, мени есиңгә кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар;
8 Пәрвәрдигар меһриван вә дурустур; Шуңа У гунакарларни дурус йолға салиду.
9 Мөминләрни яхши-яманни пәриқ етишкә У йетәкләйду; Мөминләргә Өз йолини үгитиду.
10 Униң әһдиси вә һөкүм-гувалирини тутқанларниң һәммисигә нисбәтән, Пәрвәрдигарниң барлиқ йоллири өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәттур.
11 Өз намиң үчүн, и Пәрвәрдигар, Қәбиһлигим интайин еғир болсиму, Сән уни кәчүривәткәнсән.
12 Кимки Пәрвәрдигардин әймәнсә, Худа Өзи таллиған йолда униңға [һәқиқәтни] үгитиду;
13 Униң җени азатә-яхшилиқта яшайду, Униң нәсли йәр йүзигә мирас болиду.
14 Пәрвәрдигар Өзидин әйминидиғанлар билән сирдаштур; У уларға Өз әһдисини көрситип бериду.
15 Мениң көзлирим һемишә Пәрвәрдигарға тикилип қарайду; Чүнки У путлиримни тордин чиқириветиду.
16 Маңа қарап меһри-шәпқәт көрсәткәйсән; Чүнки мән ғерибанә, дәрдмәндурмән.
17 Көңлүмниң азарлири көпийип кәтти; Мени басқан қисмақлардин чиқарғайсән.
18 Дәрдлиримни, азаплиримни нәзириңгә алғин, Барлиқ гуналиримни кәчүргәйсән!
19 Мениң дүшмәнлиримни нәзириңгә алғин, Чүнки улар көптур; Улар маңа чоңқур өчмәнлик билән нәпрәтлиниду.
20 Җенимни сақлиғайсән, мени қутқузғайсән; Мени шәрмәндиликтә қалдурмиғайсән; Чүнки мән Сени башпанаһим қилдим.
21 Көңүл саплиғи вә дуруслуқ мени қоғдиғай; Чүнки мән Саңа үмүт бағлап күтүватимән.
22 И Худа, Исраилни барлиқ күлпәтлиридин қутқузуп һөрлүккә чиқарғайсән!